Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитайниң җәнубий деңиздики һәрбий иғвагәрчиликини әйибләйдиған қарар лайиһәси сунди
2024.08.13
Америка дөләт мәҗлисиниң демократик вә җумһурийәтчи партийәсидин болған авам палата әзалири өткән һәптә хитайниң җәнубий деңиздики һәрбий иғвагәрчиликини әйибләйдиған бир қарар лайиһәси сунған. Бу қарар лайиһәси хитай билән филиппинниң җәнубий деңиздики һәрбий сүркилиши өткүрлишип кәткән бир пәйттә оттуриға қоюлмақта. Җумһурийәтчи авам палата әзаси мешел стел билән демократчи авам палата әзаси стевен хасфрот тәрипидин 8-авғуст күни сунулған мәзкур қарар лайиһәсидә, хитай деңиз саһили муһапизәтчилириниң җәнубий вә шәрқий деңиздики һәрбий иғвагәрчилики тәнқид қилинған.
Авам палата әзаси мешел стел елан қилған бу һәқтики баянатида, “коммунистик хитай әтраптики қошна дөләтлиригә давамлиқ таҗавуз қилмақта. Америка дөләт мәҗлиси чоқум дәс туруп, хитайниң зораванлиқ қилмишиға қарши туруши шундақла униң қанунсиз деңиз окян тәшәббусини тәнқид қилиши керәк” дейилгән.
Мешел стелниң тәкитлишичә, америка дөләт мәҗлисиниң һәр икки партийәдин болған палата әзалири бирликтә “хитайниң һинди-тинч окян тинчлиқиға тәһдит селиши, униң иқтисадии паалийәтләрни қалаймиқан қилиши вә башқа дөләтләргә зораванлиқ қилишини җавабкарлиққа тартидикән.”
Қарар лайиһәсидә хитайниң һинди-тинч окян районидики һәрбий иғвагәрчилики, җүмлидин униң йеқинда йүзбәргән филиппин әскәрлиригә һуҗум қилиши, тәйвән белиқчилирини тосуши, малайсияниң нефит һәм тәбиий газ түригә иғвагәрчилик қилиши алаһидә әйибләнгән.
Мәлум болушичә, авам палата әзаси стевен хасфрот елан қилған бу һәқтики баянатида, “хитайниң җәнубий деңиз вә шәрқий деңиздики таҗавузчилиқ һәрикәтлири район муқимлиқи вә йәршари бихәтәрликигә тәһдит салмақта”, “хитай деңиз саһили муһапизәтчиләр әтритиниң тәйвән, филиппин, японийә вә малайсияни нишан қилиши хәлқара қанунни очуқ-ашкара нәзәрдин сақит қилип, һинди-тинч окян райониниң тинчлиқиға бузғунчилиқ қилғанлиқ” дейилгән.