Хитайниң сабиқ һөкүмрани җяң земин 96 йешида өлгән
2022.11.30
Хитай компартийәсиниң үчинчи әвлад рәһбири вә сабиқ баш секритари җяң земин 30-ноябир күни шаңхәйдә 96 йешида өлгән.
Бу һәқтә чиққан хәвәрләрдә, җяң земинниң һаяти вә хитайға һөкүмран болғандин кейинки сиясий һәрикәтлири қисқичә тонуштурулған:
Җяң земин 1987-йили шаңхәй шәһәрлик парткомниң секритари болған, 1989-йил тйәнәнмеин оқуғучилар һәрикити қанлиқ бастурулғандин кейин, хитай компартийәсиниң баш секритарлиқиға тәйинлинип, дең шявпиңниң сиясәтлирини давамлаштурған. У шуниңдин башлап он нәччә йил хитай компартийәсиниң баш секритари, дөләт рәиси, хитай мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң рәиси қатарлиқ вәзипиләрни өтигән. 2003-Йилдики қурултайда вәзиписидин чүшкән болсиму, һәрбий ишлар комитетиниң рәисликини сақлап қалған вә баш секритар ху җинтав дәвридиму өзиниң һоқуқ күчини йоқатмиған. Ху җинтав һоқуқтин чүшкәндин кейин, ши җинпиңни баш секритар қилишқа һәссә қошқан вә 2013-йил уни “күчлүк рәһбәр” дәп махтиған.
Чәт әл таратқулирида җяң земинға бәзи иҗабий баһалар берилгән болуп, униңда җяң земин 1993-йилдин башлап дең шиявпиңниң ислаһат-ечиветиш сияситини актип иҗра қилишни башлиған; дең шиявпиң өлгәндин кейинму бу сиясәтни күчлүк шәкилдә давамлаштурған; хитайниң дуня сода тәшкилатиға киришигә түрткә болған; хитайни дунядики әң чоң мал ишләпчиқириш вә истемал базириға айландуруш қәдимини басқан; америка билән яхши мунасивәт бағлиған, һәтта америка хитайниң белградтики әлчиханисиға башқурулидиған бомба етип партлатқандиму, у хитайниң америка билән болған мунасивитини бузмиған, дейилгән.
Мәлуматларға қариғанда, җяң земин мав зедуң, дең шиявпиңдин кейинки хитайниң 3-әвлад рәһбири болуп, “3 кә вәкиллик қилиш идийәси” ни тәрғип қилған, 1996-йил уйғурларни бастурушқа мунасивәтлик “7-номурлуқ һөҗҗәт” ни чиқарған. 1997-Йил хоңкоңни қайтурувелиш мурасимиға қатнашқан, 1999-йил 4-айдин башлап фалунгуңчиларни қаттиқ бастурған.
Иҗтимаий алақә васитилиридә хитай пуқралириниң униңға бәргән баһаси һәр хил болған. Бәзилири “җяң земин ‛ақ қәғәз инқилаби‚дин қорқуп өлүп кәтти‚ десә, бәзилири ‛өткүзгән җинайәтлиридин һесаб бәрмәй өлүп кәтти; ши җинпиңни таллап хата қилғиниға пушайман қилип өлүп кәтти‚” дейишкән.