Америка кеңәш палата әзаси марша бләкборен хитайни уйғурларға ирқий “қирғинчилиқ” елип бериш билән әйиблигән
2020.12.04
Америка кеңәш палата әзаси марша бләкборен ханим явропада турушлуқ бир хитай һөкүмәт ахбарати мухбириниң җинсий һақарәт һуҗумиға учриған. Бләкборен уни ирқчилиқ билән әйибләп, җинсий һақарәт қилған “хитай гезити” мухбириға хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүватқанлиқини билдүргән. Бәлкборен 3-декабир тивиттерда “хитайниң 5 миң йиллиқ алдамчилиқ оғрилиқ тарихий бар. Бәзи нәрсиләр һәргиз өзгәрмәйдикән” дәп учур йоллиған.
Лекин, “хитай гезити” ниң бирюсселда турушлуқ явропа ишханисиниң мәсули чен вейхуа униң сөзигә инкас йезип, бләкборенни һақарәтлигән. У бләкборенни “ирқчи”, “надан” дәп әйиблигән вә униңға җинсий һақарәттә болған. “федералист” гезитиниң хәвиридә билдүрүлүшичә, бләкборен ханим буниңға қарита баянат елан қилип, “тйәнәнмен мәйданидин уйғур ирқий қирғинчилиқиғичә хитай компартийәси нопус қәтлиаминиң мутәхәссиси”, “америка җинсийәтчи хитай коммунист қарақчилириға баш әгмәйду” дәп көрсәткән.
Бу, хитай һөкүмәт ахбарати вә хадимлириниң тунҗи қетим дипломатик әдәп-қаидә, әқәллий ахбарат әхлақини қайрип қоюп, хитайни тәнқид қилған ғәрб сиясийонлирини һақарәт қилиши әмәс. Хитай ахбаратлири буниңдин бурунму америка ташқи ишлар министири майк помпейони һақарәт қилған. “федералист” гезитиниң хәвиридә, хитай компартийәсиниң шинҗаңда милйонлиған уйғурни лагерларға қамап, аялларни туғмас қилғанлиқи вә мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи тәкитләнгән.