Малайшияда уйғур нанлири арқилиқ уйғур мәсилисигә диққәт қозғаш паалийити елип берилған
Мухбиримиз җәвлан
2021.05.04
2021.05.04
Рамзан ейида хәйр-еһсан ишлирини давамлаштуруш вә уйғурлар мәсилисигә диққәт қозғаш үчүн “малайшия уйғурларға ярдәм бериш һәрикити” пидаийлири 300 нан тәйярлап, вәзипә өтәватқан сақчиларға тарқитип бәргән вә шу арқилиқ кишиләрни хитайда зулумға учраватқан уйғурларниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақирған.
Түркийә “йеңи шәпәқ” тори бу паалийәтниң видийолуқ көрүнүшини елан қилған болуп, пидаийларниң һәр бир қачиға нан вә хорма селип иптарлиқ тәйярлаватқанлиқи, қачиниң үстигә “уйғур нанлири” дәп йезилғанлиқи көрситилгән.