Тордашлар һөкүмәтниң маралбеши вәқәси һәққидики баянлириға җиддий инкас қайтурмақта

Мухбиримиз меһрибан
2013.04.26

Хитай даирилириниң 23 - апрел маралбешида йүз бәргән вәқәни террорлуқ вәқәси дәп бекитиши вә районда бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтип, террорлуққа қарши маневир елип берилидиғанлиқини тәкитлиши тордашлар арисида җиддий инкас қозғиған.

Бирнәччә күндин буян, маралбеши вәқәси һәққидә хитай һөкүмәт хәвәрлиридә “характер җәһәттин террорлуқ вәқәси” дәп тәшвиқ қилиниватқан болсиму, әмма хәлқара мәтбуатларниң райондин игилигән учурлириниң хитай тәшвиқатидин пәрқлиқ болуши, хитай мәтбуатлириниң өзи бәргән хәвәрлиридики вәқәниң сәвәби һәққидики баянларниң мүҗимәллики, вәқә һәққидә инкас билдүргән һөкүмәт әмәлдарлириниң сөзлиридики бир - биригә зит баянлар тордашларниң муназирә темисиға айланған.

Тордашларниң бәзилири, хитай һөкүмәт хәвәрлириниң ишәнчисизликини тәкитлисә, йәнә бәзиләр вәқәниң йүз бериш сәвәби һәққидә һөкүмәт тәрәпниң ашкара болушини, йеқинқи йиллардин буян уйғурларниң диний етиқади вә кийинишигә қаритилған түрлүк бесим вә чәклимиләрниң зиядә күчийиши қатарлиқ амилларниң уйғурларниң наразилиқиниң күчийип мушу хил қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә сәвәб болуватқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.