Марку рубио, техника мәһсулатлири уйғурларни қийнашта ишлитилгән тйәнди ширкитини чәкләшни тәләп қилди

Мухбиримиз әркин
2022.12.02

Америка кеңәш палата әзаси марку рубио 30-ноябир күни америка ташқи ишлар министири билинкен, малийә министири йеллен, сода министири раймондоға хәт йезип, техника мәһсулатлири уйғур вә башқа мусулман хәлқләрни тәқибләш вә қийнашта ишлитилгән хитайниң тйәнди технологийә ширкитини чәкләшни тәләп қилған. Марку рубио тйәнди ширкитиниң техникиси уйғур вә башқа мусулман хәлқләрни тәқибләш вә қийнашта ишлитилипла қалмай, бу ширкәтниң охшаш техникини йәнә иран һакимийитигә сатқанлиқини билдүргән. Рубиониң ейтишичә, ‍иран һакимийити бу техника мәһсулатлирини иранлиқ тинч намайишчиларға қарши ишләткән болуши мумкин икән.

Марку рубио хетидә, йеқинқи доклатлар тйәнди ширкитиниң хитай компартийәсиниң тәқибләш түзүмини қоллиғанлиқини ‍ашкарилиғанлиқи, бу, бейҗиңниң системилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә имканийәт бәргәнликини ейтқан. У мундақ дегән: “тйәнди йәнә техникисини хитай хәлқ җумһурийитиниң сиртидики башқа мустәбит һакимийәтләргә експорт қилған. Мән сизни тйәндиниң иранға қаритилған кишилик һоқуқ җазасидики иранни омумйүзлүк җазалаш, җавабкарлиққа тартиш вә ялғуз қалдуруш қануни, йәршари магнитски қануни вә 2020-йиллиқ уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни вә башқа алақидар қанунларда бәлгиләнгән шәртләргә хилаплиқ қилған-қилмиғанлиқиға қарап чиқишиңизни тәләп қилимән”.

Марку рубиониң ейтишичә, тйәнди камера вә мунасивәтлик сүний идрак юмшақ деталлирини тәтқиқ қилған, ишләпчиқарған һәм базарға салған болуп, бу кишиләрниң миллити вә ‍ирқини байқайдиған юмшақ детални өз ичигә алидикән. Марку рубио хетидә, хитай әмәлдарлириниң тйәндиниң техникисини ишлитип, “шинҗаң уйғур аптоном райони (XUAR) дики уйғурларни вә асаслиқи мусулман башқа милләтләрни тәқипләватқанлиқи вә қийнаватқанлиқи” ни ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.