Австралийә вә йеңи зелландийәдә сетиливатқан кариват кирликлириниң уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болуши диққәт қозғиди
2020.12.31
Йеңи зеландийәниң “Newsroom” гезитиниң хәвәр қилишичә, йеңи зилландийә вә австиралийәдики кариват кирлики парчә сатқучилири мәһсулатини уйғур елиниң пахтиси билән ясалған, дәп базарға салған тәминләш зәнҗири билән болған мунасивитини көздин кәчүрмәктикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, йеңи зиелландийәниң донединни шәһиригә җайлашқан “йипәк сәзгүси” маркилиқ топ сатқучи шеркәт өзиниң пахта кирлик мәһсулатлирини илгири “әла сүпәтлик шинҗаң пахтиси билән ишләнгән” дәп тәшвиқ қилған болса, йеқиндин буян мәһсулатлириниң чүшәндүрүш қәғизидин бу сөзни чиқиривәткән вә бу пахта мәһсулатлириниң уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқлиқини рәт қилған.
“йипәк сәзгүси” ниң директори иан томсон мухбирларниң бу һәқтики соаллириға: “бу пахта уйғур елидики мәҗбурий әмгәк йоқ йәрдин кәлгән” дегән. Һәтта у бу пахта “шинҗаң пахтиси дәп аталсиму бирақ у хитайниң башқа йеридин кәлгән болушиму мумкин,” дәп телифонни қоювәткән. Кейин у бир язма баянат арқилиқ “бизниң завутимизда ишлитилгән пахтилар қул әмгики билән ишләпчиқирилмайду! барлиқ пахтилиримиз хенән өлкисидин келиду. Бу йәрдики әмгәкчиләргә достанә вә қанун асасида муамилә қилиниду,” дәп пакитни рәт қилған.
Мәлум болушичә, “Newsroom” гезити юқириқи бу топ сатқучидин мал тәминләватқан “симис вә кавгейс”, “уйқу каридори”, “ханиш”, “бедпост”, “витвелс” өй җаһазлири қатарлиқ марка дуканлири билән алақилашқан. “бедпост” вә “уйқу каридори” қатарлиқ маркилар өзлириниң “йипәк сезими” намлиқ бу топ сатқучи билән болған алақиисни көздин кәчүрүватқанлиқини билдүргән.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири бир қанчә йилдин буян уйғур елида ишләпчиқирилған пахтиниң хитай һөкүмитиниң зиянкәшликкә учраватқан уйғур мусулманлириниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқлиқи һәққидә агаһландуруп кәлгән. Бундин илгири йеңи зилландийәниң “Macpac” вә “AS Color” қатарлиқ маркилири уйғур елини мәнбә қилған пахтилар билән мунасивитини үзгән икән.