Мисир деңиз армийәси хитай армийәси билән бирләшмә маневир өткүзди
2024.08.23
Хитай һөкүмитиниң карнийи болған “йәр шари вақит гезити” ниң 21-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң деңиз армийә қисми билән мисир деңиз армийәси икки тәрәпниң бәш күнлүк тәҗрибә алмаштуруш паалийитиниң бир қисми сүпитидә оттура деңизда һәрбий маневир өткүзгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай деңиз армийәсиниң икки парахоти вә мисир деңиз армийәсиниң бир парахоти бу маневирға қатнашқан. Маневир орни үчүн мисирниң порт шәһири искәндирийәниң шималиға тоғра келидиған деңиз бошлуқи талланған. Мәлум болушичә, хитай парахотлири буниңдин илгири гуаңдуң өлкисидин йолға чиқип сант петирбург шәһридә русийә деңиз армийәси билән учрашқан һәмдә бир қетимлиқ бирләшмә маневирға қатнашқан. “хитай хәвәрлири тори” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бу қетимқи маневирда асаслиқи учур йоллаш вә ядро оқ бешини сәпләш мәшқи орунланған. Нөвәттә хитайниң бу хилдики деңиз армийә маневири маһийәттә хитайниң пәләстин-исраилийә тоқунушиға нисбәтән исраилийәгә һәйвә көрситиш урунуши икәнлики алға сүрүлмәктә.
“асия биринчи” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә мисир билән хитай оттурисидики достлуқ “хитай билән мисирниң миң йиллиқ диялоги” дәп мәдһийәләнгән. Шуниңдәк қәдимки “йипәк йоли” ниң хитай билән мисирни бурундинла мәдәнийәт җәһәттә бир-биригә бағлап кәлгәнлики әскәртилгән.
Мәлум болушичә, мисирниң хитай билән болған бу хил бағлиниши өткән йерим әсирдә иқтисадий саһәни мәркәз қилған һалда техиму юқири пәллигә йәткән болуп, дәл мушу хил иқтисад үстигә қурулған “достлуқ мунасивити” түпәйлидин 2017-йили мисирдики йүзлигән уйғур оқуғучилар хитайниң тәлипи бойичә тутқун қилинип хитайға қайтуруп берилгән иди.