Мисир консерватиплар партийәси уйғур оқуғучилириниң хитайға қайтурувелиш вәқәсини тәкшүрүшни тәләп қилған
2019.08.30
Мисир консерватиплар партийәси йеқинда баянат елан қилип, мисирдики уйғурларниң тутқун қилинип, хитайға қайтуруп берилиш вәқәсини тәкшүрүшни тәләп қилған. “бүгүнки мисир” гезитиниң хәвәр қилишичә, мисир консерватиплар партийәси бу чақириқни 26-авғуст күни елан қилған баянатида оттуриға қойған.
Баянатта, мисир һөкүмити уйғурларниң хитайға қайтуруп берилгәнликигә даир хәвәрләрниң тоғра-хаталиқиға чүшәнчә бериши, әгәр бу, хәвәрләрдә ейтилғандәк тоғра болса уйғурларни хитайға қайтуруп берип, уларниң һаятини хәтәргә учратмаслиққа, инсанпәрвәрлик вә хәлқара қанунларға әмәл қилип, уларни қоғдашқа чақирилған.
Мисир һөкүмити 2017-йили 7-айниң башлирида мисирда оқуватқан уйғурларни омумйүзлүк тутқун қилип, хитайға қайтурған. Буниң билән мисирдики нурғун уйғурлар түркийә қатарлиқ дөләтләргә қечип берип панаһлинишқа мәҗбур болған. Мисир һөкүмитиниң бу һәрикити әйни вақитта хәлқара җамаәтниң қаттиқ тәнқидигә учриғаниди.
Мисир консерватиплар партийәсиниң немә үчүн бу вәқәдин икки йил кейин баянат елан қилип, уйғурларни қоғдашни тәләп қилғанлиқи мәлум әмәс. Мәзкур партийиниң баянатида, б д т вә хәлқара тәшкилатларниң доклатлирида хитайниң мусулман уйғурларни халиғанчә тутқун қилиш, тән җазаси, сиясий сотлаш, бир милйондин артуқ кишини лагерларға қамаш қатарлиқ васитиләр арқилиқ уларниң кишилик һоқуқи, диний әркинликини очуқ-ашкара дәпсәндә қиливатқанлиқи қәйт қилинғанлиқи тәкитлинип, “уларниң кәмситишкә учриши биздә, уйғурлар қайтурулса, тән җазаси вә җазалашқа, һәқ-һоқуқи дәпсәндә қилинишқа учрайду, дегән әндишә пәйда қилмақта” дейилгән.
Чәтәл таратқулириниң йеқинда ашкарилишичә, шу қетимқи тутқунда 90 нәччә уйғурниң хитайға өткүзүп берилгәнлики мәлум икән. Бу һәқтики хәвәрләрдә шу қетимқи тутқундин кейин мисирда турушлуқ 6 миңдәк уйғурдин пәқәт 50 тәк аилиниңла қалғанлиқи илгири сүрүлгән.