Уйғур аспирант мутәллип имин тутуп кетилди

Мухбиримиз җүмә
2014.01.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Радиойимизниң игилишичә, 15-январ хитай йәрлик сақчилири өткән йили өктәбирдин буян нәзәрбәнд астида туруватқан уйғур аспирант мутәллип иминни өз өйидин тутуп кәткән.

Мутәллип имин истанбул университети инсаншунаслиқ факултетиниң аспиранти болуп, у язлиқ тәтилни түгитип түркийәгә қайтиш сәпиридә тутуп кетилгән.

Мутәллип имин өткән йили 15-июл бейҗиң айродромидин елип кетилип, из-дерәксиз ғайиб болған. Кейин униң үрүмчидики бир меһманханиға 79 күн солап қоюлғанлиқи, паспорт вә кимликлири тартивелинип, шу йили 1-өктәбирдин башлап хотән лоптики өйигә нәзәрбәнд қилинғанлиқи мәлум болған.

Мутәллип имин нәзәрбәндтә туруватқан мәзгилдә, 79 күнлүк тутқунлуқ һаяти җәрянида учриған қейин-қистақлар, өзни сорақ қилған сақчиларниң кимлики қатарлиқларни ашкарилиған. У йәнә “дуня кишилик һоқуқ күни” баянат елан қилип, өзигә адаләт тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.