Сабиқ NBA топчиси уйғурлар дуч келиватқан зулумни әйиблиди
2021.07.13
Уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқ ташқи дунядики һәр саһәниң күчлүк тәнқидигә учраватқанда дуня миқясида милйонларчә мәстанилири болған америка дөләтлик васкетбол бирләшмиси (NBA) ниң сабиқ топчилиридин ройис вайт “уйғурларға әркинлик” шоарини ашкара көтүрүп чиқип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш қилмиишни әйиблиди.
“күндилик чақирғу” гезитиниң 13-июлдики хәвиридә ейтилишичә, ройс вайт икки күн илгири васкетбол командилири мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқанда америка тамашибинлириға тонушлуқ болған CBS қанили уни мәхсус зиярәт қилған. Зиярәт җәрянида у қолида “уйғурларға әркинлик” дегән инглизчә шоар бесилған майка күтүргән һалда мухбирниң соалиға җаваб бәргән. Буниң билән пүткүл сөһбәт җәрянида униң майкисидики шоар тамашибинларға көрүнүп турған. Шуниң билән биргә сөһбәт җәрянида у “һазир шәрқий түркистанда икки милйон адәм йиғивелиш лагерлириға қамилип болди. Уйғурларға әркинлик тиләймән. Чүнки бу-биз һазир тилға алмисақ болмайдиған мәсилә болуп қеливатиду” дегән. У кейин өзиниң мушу һәрикәт арқилиқ техиму көп кишиләрниң диққитини уйғурлар дуч келиватқан реаллиққа җәлп қилмақчи болғанлиқини ейтқан.
Қизиқарлиқ йери, ройс вайт уйғурлар мәсилисидә ашкара йосунда хитай һөкүмитини әйиблигән болсиму, лекин көплигән ахбарат васитилири бу вәқәни техичә тәпсилий хәвәр қилмиған. Һазирчә ялғуз “җәнубий хитай сәһәр вақти” гезитила бу һәқтә тәпсилий хәвәр бәргән. Бәзиләр бу һалға қарап “мушуниң өзи көплигән саһә хитайдин қорқуп йүргәндә ройис вайтниң ашкара һалда уйғурларни һимайә қилиши қанчилик зор җасарәткә вәкиллик қилидиғанлиқини көрситиду” дегән.
Ройс вайт шу қетимлиқ зиярәттин кейин өзиниң тивиттер бетидә учур йоллап “кишиләр адаләт вә һөрлүк һәққидә сөз қилишни биәп көрүватқанда биз буни тилға елишқа җүрәт қилишимиз лазим. Уйғурларға әркинлик!” дегән. Илгирики вақитларда NBA ниң хитай һөкүмитини рәнҗитип қоймаслиққа тиришип кәлгәнлики бу қетимқи гезит хәвиридә “хитай диктаторлириға хушамәт қилип, уларниң путиға сөйүштин башқа нәрсә әмәс” дәп тәнқидләнди.