Америка кеңәш палата әзалири 2022-йиллиқ қишлиқ олимпек мусабиқисини хитайда өткүзмәслик қарари сунған
2021.02.22
“яху” ториниң йеқинда бәргән хәвиридә билдүрүлүшичә, америка кеңәш палата әзалиридин рик скот вә башқа 6 нәпәр кеңәш палата әзаси хәлқара олимпек комитетиға қарар сунуп, 2022-йиллиқ қишлиқ олимпек мусабиқисини хитайдин чекиндүрүп, кишилик һоқуқни тонуйдиған вә униңға һөрмәт қилидиған башқа дөләтниң бу мусабиқини өткүзүшигә йол ечип беришкә чақириқ қилған.
Рик сикот өз баянатида мундақ дегән: “хитай һазир шинҗаңдики уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду; хоңкоңлуқларниң һоқуқини чәкләватиду, тәйвәнгә тәһдит селиватиду. Коммунист хитайниң бир яқтин лагерларни давамлиқ ишқа селип инсанлиқ һоқуқини дәпсәндә қилишиға, йәнә бир яқтин 2022-йил қишлиқ олимпек мусабиқиси өткүзүшигә йол қоюлмаслиқи керәк”.
Хитайниң уйғур районидики чәктин ашқан зораванлиқи, хоңкоңлуқларни бастуруши қатарлиқ мәсилиләр хәлқараниң изчил диққитини қозғап кәлгән болуп, 180 кишилик һоқуқ тәшкилати бирләшмә мәктуб имзалап, дуняниң һәр қайси җайлиридики дөләт рәһбәрлирини бейҗиң қишлиқ олимпек мусабиқисини байқут қилишқа чақирғаниди.
Хәвәрдә ейтилишичә, 2022-йиллиқ қишлиқ олимпек мусабиқиси келәр йили 2-айниң 4-күни башлинидикән. Хитай 2015-йил бу мусабиқини өткүзүш һоқуқини қолға кәлтүргәндин буян буниңға изчил тәйярлиқ қилип келиватқан болуп, хәлқарадин келиватқан бесим вә байқут қилиш садалириға қарши дипломатийә вә тәшвиқат васитилирини ишқа салмақта икән.