Пакистан баш министири, қәшқәр-гвадар каридорини кечиктүрүшкә йол қоюлмайду, деди

Мухбиримиз әркин
2015.10.30

Пакистан баш министири наваз шәриф қәшқәр-гвадар иқтисадий каридори қурулушини кечиктүрүшкә йол қоюлмайдиғанлиқини агаһландуруп, “мәзкур қурулуш пакистанниң келәчики, мәзкур қурулушни пүттүрүш һөкүмәтниң түп вәзиписи” дегән.

3 Миң километир узунлуқтики қәшқәр-гвадар иқтисадий каридори уйғур илиниң қәшқәр шәһири билән пакистан деңиз порти-гвадарни таш йол, төмүрйол вә нефит туруба йоли арқилиқ бағлашни өз ичигә алған.

Мәзкур пилан хитай рәиси ши җинпиң оттуриға қойған “йеңи йипәк йоли” қурулушиниң бир қисми болуп, у бу йил 4‏-айда пакистанни зиярәт қилғанда униң билән 46 милярд долларлиқ мәбләғ селиш тохтами түзгән. Бу пулниң зор қисмини қәшқәр-гвадар каридориниң асаси әслиһәләр қурулушиға мәбләғ қилип селишқа келишкән иди.

Шинхуа агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, наваз шәрифниң “бу қурулуш пакистанға зор ишқа орунлишиш пурсити яритип, содини гүлләндүриду, намратлиқни азайтиду” дегәнликини билдүргән.

Әмма бәзи көзәткүчиләр бу қурулуш хитайға һинди окянға чиқиш имканийити яритип бериш билән биргә, қәшқәрниң келәчикигә зор хирис һәм бәзи пурсәтләрни елип келидиғанлиқини әскәртип кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.