Майк помпейо: “хитайдики мусулманларни бастурушқа ши җинпиң йолйоруқ бериватиду!”
2020.06.23
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо 19-июн күни йәнә бир қетим хитай һөкүмитиниң хоңкоң мәсилисидики җавабкарлиқини тәкитләп, хоңкоңдики демократийә намайишини бастурушниң хитай компартийәси чүшүргән буйруқ бойичә оттуриға чиққан һадисә икәнликини билдүрди. Шуниңдәк “хитай тәвәсидики мусулманларға қаритилған бастуруш қилмишиға ши җинпиң йешил чирағ йеқип бериватиду. Өз пуқралирини бастуруш қилмиши һечқачан ночилиқ яки даналиқ болған әмәс” дәп көрсәтти.
Майк помпейо бу сөзни данийәниң пайтәхти копенһагин шәһиридә хизмәт зияритидә болуватқанда ейтти. У тивиттер бетидә тарқитилған нутқида америка һөкүмитиниң нөвәттә ким билән немә тоғрилиқ сөзлишиватқанлиқини яхши билиши лазимлиқини, чүнки һазир бу һадисиниң пүтүн дуняғила әмәс, америкадики һәр саһәгә бәкму ашкара болуватқанлиқини, хоңкоңдики демократийә тәлипини қопаллиқ билән бастуруветишниң хитай хилаплиқ қиливатқан көплигән хәлқаралиқ әһдинамиләрниң бири икәнликини алаһидә тәкитлиди.
Майк помпейо сөзидә һазир хитай компартийиси вә ши җинпиңниң бир қоллуқ лайиһәлиши билән вуҗудқа чиқиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң иккинчи дуня урушидин буянқи әң зор сәвийәгә вәкиллик қиливатқанлиқини, хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң һиндистан чеграсида вә қанунсиз земин даваси қиливатқан җәнубий хитай деңизида җиддий вәзийәт пәйда қиливатқанлиқини буниңға типик мисаллар қатарида алаһидә тилға алди.
Мәлум болушичә, майк помпейо һазирға қәдәр хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зиянкәшликлирини көп қетим ашкара вә кәскин ибариләр билән тәнқидлигән болуп, униң “хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқанлири 21-әсирниң йүзигә чүшкән дағ” дегән сөзи көплигән муһакимә сорунлирида нәқил елиниватқан мәшһур әқлийәләрниң бири болуп қалмақтикән.