Хитай һөкүмити төһпә яратқан пуқрави җасуслириға 100 миң йүәндин артуқ мукапат бәрмәкчи болған
2022.06.08
Хитай һөкүмити “чәт әл җасуслири” вә “хитайниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит салғучилар” ға аит учурларни тәминлигүчиләргә 100 миң йүәндин артуқ мукапат вә тәқдирнамә бәрмәкчи болған.
“муһапизәтчи” ториниң 8-июн бәргән хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити йеқиндин бери пүтүн хәлқни “чәт әлниң зияндаш күчлири” гә қарши сәпәрвәрликкә кәлтүргән болуп, хитайниң бихәтәрлики вә мәнпәәтини қоғдашқа илһам бәргән. Хитай дөләт хәвпсизлики министирликиниң бу һәптә билдүргән баянатида “һазир чәт әл истихбарат орунлири вә башқа һәр хил дүшмән күчләр хитайға сиңип кириш һуҗумини күчәйтти; бу һәрикәтләр хитайниң дөләт аманлиқиға еғир тәһдит салмақта,” дегән сөзләр орун алған.
“муһапизәтчи” ториниң хәвиридә көрситилишичә, хитай һөкүмити җасусларни мукапатлашта улар тәминлгән учурниң қиммитигә вә йеңи учур болушиға қарайдикән. Шундақла бу учурларниң сахта болуп қелиш, һәтта хитайға зиян йәткүзүш еһтималиниң алдини алидикән.
Хәвәрдә тәһлил қилинишичә, хитайниң дөләт хәвпсизлики орунлири узундин бери пуқрави ишпийонлирини мукапатлаш усулни қоллинип кәлгән болсиму, буни очуқ-ашкара билдүрмәй кәлгән. Бу қетим хитай дөләт хәвпсизлики минситирликиниң бундақ тәдбир қоллиниши вә уни ашкара елан қилиши, хитайниң хәлқара мунасивәтлириниң яманлашқанлиқи вә көплигән дөләтләр билән дүшмәнләшкәнликиниң аламити икән.