Путин әсәдтин һоқуқидин ваз кечишни тәләп қилған
Мухбиримиз җүмә
2016.01.24
2016.01.24
Америкидин чиқидиған“вақит журнили” ниң хәвәр қилишичә, русийә президенти путин сүрийә президенти әсәдтин һоқуқидин ваз кечишни тәләп қилған.
Журналниң “иқтисад вақит гезити” дин нәқил елип хәвәр қилишичә, путинниң мәзкур тәлипини русийәниң бир һәрбий әмәлдари йәни полковник игор сәргун өткән йили йәткүзгән.
Хәвәргә қариғанда, путин әсәдтин 2015 - йилиниң ахириғичә барлиқ һоқуқлирини қол астидикиләргә өткүзүп берип, сүрийә сиясийсида бир сүлһи - сөһбәткә йол ечишни сориған.
Һалбуки, әсәд путинниң мәзкур тәлипини рәт қилған.
Хәвәрдә көрситишичә, русийә даирилири путинниң әсәдтин һоқуқидин ваз кечишни тәләп қилғанлиқини инкар қилған.