Путин, назарбайеф вә лукашенко кремилда учрашти

Мухбиримиз үмидвар
2014.03.09

5 - Март күни русийә, қазақистан вә беларусийә президентлири москвада көрүшүп, таможна иттипақиға мунасивәтлик бир қатар мәсилиләрни муһакимә қилди.

Русийә президенти путин, қазақистан президенти назарбайеф вә беларусийә президенти лукашенко кремил сарийида учришип, асаслиқи 2015 - йили, 1 - айдин башлап, явро асия иқтисадий иттипақини қуруш мәсилисини музакирә қилған.

“eurasianet.org”төридики анализда көрситилишичә бу таможна иттипақиға әза дөләт башлиқлириниң украинийә мәсилиси түпәйлидин америка қатарлиқ 8 санаәт дөлитиниң бу йил ечилидиған тәйярлиқ йиғиниға қатнишишни рәт қилишидин кейин, тунҗи қетим москвада җәм болуши болуп һесаблиниду. Путин нишанини йәнә явро - асия иттипақини қурушқа буримақта.

Анализчиларниң қаришичә, русийә қирим мәсилиси түпәйлидин явропа иттипақи вә америкиниң тәнқидигә учрап, русийә билән ғәрбниң мунасивәтлириниң кәскинлишиси нәтиҗисидә русийә өз иттипақчилириниң қоллишини қолға кәлтүрүшкә интилмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.