Путинниң қазақларниң дөләт қурмиғанлиқиға аит сөзи әндишә пәйда қилди
2014.09.07
Йеқинда қазақ актиплири русийә президенти владимир путин вә қазақистан президенти нурсултан назарбайефқа “қазақ тарихи” китабини оқуши үчүн почта арқилиқ әвәтип бәргән болуп, буниңға сәвәб болған нуқта һәр иккила президентниң илгири - кейин қазақларниң тарихта қазақистан туприқида дөләт қурмиғанлиқи һәққидики сөзлиридур.
Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, русийә президенти владимир путин 29 - авғуст күни , у украина кризиси һәққидә тохталғанда назарбайефни тилға елип,“у йеганә ишни әмәлгә ашурди, йәни у һечқачан дөләт болмиған земинда дөләт қурди. Қазақларниң дөләтчилики болмиған иди” дегән.
Бу сөз қазақистан җамаитидә күчлүк ғулғула кәлтүрүп чиқарған болуп, һәтта путиниң бу сөзи үчүн нурсултан назарбайеф қазақистанниң таможна иттипақидин чиқип кетиши мумкинликини әскәрткән. Путинниң сөзи қазақистанда әндишә пәйда қилған.
Пәрғанә учур ториниң хәвәр қилишичә, қазақистан президенти назарбайеф өзи 2011 - йили, 27 - июл күни алмута областидики бир паалийәттә “һечқачан қазақ дөлити болмиған һәм чеграсиму болмиған иди... Қазақлар һечқачан өз ихтияри бойичә өзлириниң пайтәхтини қурмиған иди..” дегәндәк сөзләрни қилғандин кейн қазақистан җәмийитидә күчлүк ғулғула қозғилип кәткән иди.
Қазақистан актиплири путин вә назарбайефниң қазақ тарихини өгиниши үчүн 1943 - йили қазақ вә рус тарихчилири бирлишип язған “қазақистан с с р тарихи” вә кейин йезилған қазақ батури кенсар қасимофниң русларға қарши қозғилаң тарихиға аит китабни әвәтип бәргән.