Уйғур өлима һәмдулла вәли сәуди әрәбистандин хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән
«Оттура шәрқниң көзи» ториниң 3-ноябир хәвәр қилишичә, түркийәдин сәуди әрәбистанға өмрә һәҗ қилғили кәлгән уйғур өлимаси һәмдулла вәли хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән. У хитайдики вақтида икки қетим тутулған болуп, кейин хитайниң зулмидин қечип түркийәгә чиқип кәткәникән. Түркийәдә униң өмүрлүк туруш иқамити бар икән.
Униң мухбирға билдүрүшичә, у мәккигә барғанда уйғур қериндашлириниң тәклипи билән вәз-тәблиғ қилған болуп, хитайлар буни аңлап қалғандин кейин қаттиқ ғәзәбләнгән болуши мумкин икән. Хитайниң сәуди әрәбстанда турушлуқ әлчиханиси уни чегридин қоғлап чиқиришни тәләп қилған болуп, буниңдин у өзиниң бихәтәрликидин әнсирәшкә башлиған.
Буниңдин илгири, сәуди әрәбистанниң аз дегәндә бәш уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнлики радийомизда хәвәр қилинғаниди. Һәмдулла вәлиму өзиниң ашундақ қисмәткә йолуқуп қелишидин қаттиқ әнсиримәктә икән.