Гүәнтанамодин азад қилинған уйғурлар бермудада паспорт қийинчилиқиға йолуқти
Әнглийә һамийлиқидики арал дөлити бермудада чиқидиған бермуда хәвәрлири гезитидин мәлум болушичә, 2009-йили америкиниң гүәнтанамо түрмисидин азад қилинип, бермудаға йәрләштүрүлгән 4 нәпәр уйғурниң әнглийә паспорти илтимаси тәстиқланмиғанлиқи үчүн, бу уйғурлар вә уларниң аилә әзалири башқа дөләтләргә берип саяһәт қилиш, давалиниш имканийитидин мәһрум қалған.
Хәвәрдә, бермудаға йәрләшкән 4 нәпәр уйғурниң ичидики абдуллаһ абдуқадирниң адвокати ричард һорсмәнниң сөзи нәқил елинип: “абдуллаһниң оғли еғир кесәл болғачқа, бермудадики дохтурлар униң башқа дөләтләргә берип давалинишини тәвсийә қилған. Әмма 2-айниң 5-күни әнглийә һөкүмитигә сунған җиддий паспорт илтимасиға җаваб қайтурулмиғини үчүн балини давалаш вақти өтүп кетиватиду” дейилгән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, бермудаға йәрләштүрүлгән 4 нәпәр уйғурниң әнглийә тәвәликидики пуқралиққа илтимас қилиш вақти 2013-йилила тошқан болсиму, әмма әнглийә һөкүмитиниң бу уйғурларниң паспорт илтимасини қобул қилишни қәрәлсиз кәйнигә сүрүши, бермудадики төт нәпәр уйғур вә уларниң аилә әзалириниң чәтәлләргә беришиға еғир тосалғу болған.