Хитайдин тарқалған “SARS” қа охшайдиған вирус японийәдиму байқалди

Мухбиримиз ирадә
2020.01.16

Хитайниң вухән шәһиридики бир белиқ базиридин тарқалғанлиқи мәлум болған “SARS” қа охшайдиған вирус японийәдиму байқалди. 16-январ пәйшәнбә күни японийә даирилири йеқинда вухәнгә берип кәлгән бир кишиниң бу вирус билән юқумланғанлиқини дәлиллиди.

Икки күн алдида тайланд даирилири тайландқа саяһәткә кәлгән бир хитай аялниң бу вирус билән юқумлинип, дохтурханиға елинғанлиқини елан қилған иди. CNN Телевизийәсиниң хәвәр қилишичә, бу кесәлликниң японийәдиму байқилиши асия дөләтлиридә әндишә қозғиған.

Мәзкур вирус 2002-2003-йиллири хитайдин башлинип, 34 дөләткә тарқалған вә 700 дин ошуқ кишиниң җениға замин болған “SARS” вируси билән охшаш типлиқ вирус икән. Бу вирус хитайниң вухән шәһиридики бир белиқ базиридин тарқалған болуп, 1-январ күнидин етибарән бу базар печәтләнгән. Бу базарда белиқтин башқа, қуш, тошқан вә йилан қатарлиқ башқа җанлиқларму сетилидикән. Нөвәттә мутәхәссисләр бу вирусниң мәнбәси үстидә җиддий издәнмәктикән.

Бирақ дуня сәһийә тәшкилатниң ашкарилишичә, юқириқи һәр икки бимар өзлириниң йеқин мәзгилдә вухәндики бу белиқ базирини зиярәт қилмиғанлиқини ейтқан. CNN Ниң хәвиридә ейтилишичә, вухәндин кәлгән бу саяһәтчи аял бир болса бу вирусни башқа бир адәмдин яки башқа бир белиқ базиридики һайвандин юқтурувалғанлиқ еһтималлиқи юқири икән. Бирақ тәтқиқатчилар биринчи хил еһтималлиқни, йәни адәмдин юққан болуш еһтималини юқири, дәп мөлчәрлигән.

Һазирғичә, бу вирус сәвәбидин бир адәм җенидин айрилған, бир қанчә он киши давалашқа елинған. Бирақ бу вирусниң адәмдин-адәмгә юқуш еһтималлиқи җиддий әндишә қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.