Хитай һөкүмити сахта тивиттер һесабатлири арқилиқ уйғурларни “овлимақчи” болған
2022.04.26
Йеқинда америка тәвәсидики найсос (Nisos) истихбарат ширкити тиветтер (Twitter) да аз дегәндиму 600 дин көпрәк сахта һесабатниң ечилғанлиқини, бу һесабатларниң мәхсус уйғур дияридики “баяшатлиқ”, “хатирҗәмлик” вә “инақ җәмийәт” һәққидики тәшвиқат учурлирини тарқитишқа ишлитилидиғанлиқини байқиған.
Бирләшмә агентлиқ (AP) ниң 25-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, шу күни тарқитилған айлиқ доклатта найсос ширкити тивиттердики 648 сахта һесабатни тәптиш қилип чиққан болуп, булар “шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк”, “кишилик һоқуқ” дегәндәк темилар бойичә нәччә миң учур йоллиған. Шуниңдәк уйғурларниң хушал-хурамлиқ билән уссулға чүшкәнликидәк сүрәт вә видийоларни йоллап уйғур диярида һечқандақ зулум мәвҗут әмәсликини алға сүргән. Йәнә келип бу учурлар асаслиқи тиветтердики чәтәллик кишиләрни “идеологийә җәһәттин тәрбийәләш” ни мәқсәт қилғаникән.
Гәрчә доклатта бу сахта һесабатларниң арқисида кимниң барлиқи ениқ ейтилмиған болсиму бу учурларниң мутләқ көп қисми хитайниң нормал хизмәт вақтиға тоғра келидиған вақитларда йолланған икән. Йәнә келип бу һесабатларниң көп қисми 2021-йили авғусттин кейин ечилған болуп, баш сүритигә һәрқачан торлардики сүрәтләр ишлитилгән. Бу сахта һесабатлар һәрқачан чоң-чоң хитай каттивашларниң вә дипломатларниң сөзлиридин нәқил елиш арқилиқ өзлириниң ейтқанлириниң “һәқиқәт” икәнликини намаян қилишқа урунидикән. Мушу әһвалларға асасән кишиләр бу һесабатларниң арқисидики “қомандан” ни хитай һөкүмити, дәп қаримақтикән. Әмма бу сахта һесабатларниң көп қисми тивиттер ширкитиниң алақидар бәлгилимилиригә хилаплиқ қилиш түпәйлидин тақиветилгәникән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу тунҗи қетимлиқ әһвалму әмәс икән. 2021-Йили австралийә истратегийәлик сиясәт институти елан қилған доклатта ейтилишичә икки миңдин көпрәк сахта тиветтер һесаби мәхсус хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясәтлирини мәдһийәләш үчүн ечилған икән. Улар мәхсус ғәрбкә қарши мәзмундики пикирләрни вә учурларни йоллаш билән мәшғул болған.
25-Апрел күни “тесла” (Tesla) ширкитиниң баш директори елан маск (Elon Musk) ахбарат саһәсигә тивиттер ширкитини 44 милярд америка доллириға сетивелиш һәққидә келишим һасил қилғанлиқини билдүргән. Шуниң билән биргә тивиттерда ямрашқа башлиған сахтилиқ вә пикир әркинликини боғуш қилмишлириға хатимә беришкә тиришидиғанлиқини ейтқан.