Уйғур аптоном районлуқ даириләр алий мәктәпләрниң секритар вә мудирлири билән сөһбәт йиғини ачқан
2016.08.27
26 - Авғуст күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң маарипқа мәсул муавин рәиси әркин тунияз һәрқайсий алий мәктәпләрниң биринчи қол секритар вә мудирлири билән сөһбәт йиғини өткүзгән.
Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, әркин тунияз йиғинда алий мәктәпләрниң биринчи қол мәсуллириға даириләрниң үч түрлүк тәлипини йәткүзгән.
Хәвәрдә дейилишичә, үч түрлүк тәләпниң бири алий мәктәпләрдики идеологийә қурулуши мәсилиси болуп, биринчи қол секритар вә мудирлар компартийәниң алий мәктәпләр хизмитидики йетәкчилик орниға капаләтлик қилиши тәләп қилинған. Болупму алий мәктәп оқуғучилириниң сиясий еңини күчәйтиш, муқимлиқ вә милләтләр иттипақлиқи еңини турғузуш қатарлиқ тәләпләр алаһидә тәкитләнгән.
Йиғинда шинҗаң университети, тарим университети, хитай нефит университетиниң қарамай шөбиси қатарлиқ 11 алий мәктәпниң биринчи қол мәсуллири сөз қилип ипадә билдүргән.
Игилинишичә, бу йил язлиқ тәтилдин буян уйғур елидики алий мәктәпләрниң оқутқучи вә оқуғучилириниң районда сиясий тәшвиқат паалийәтлиригә тәшкилләнгәнлики мәлум. Сабиқ қәшқәр педагогика иниститутиниң хитай секритари буниңдин икки йил илгири “истудентлар әгәр сиясий өлчәмдә лаяқәтсиз болса баклаверлиқ дипломи берилмәйду,” дегән сөзи әйни вақитта зор ғулғула қозғиған иди.