Шавкәт мирзияйеф сабиқ президент ислам кәримофниң намини әбәдийләштүрүшкә тиришмақта

Мухбиримиз үмидвар
2017.03.05
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp


Өзбекистан президенти шавкәт мирзияйеф мәрһум президент ислам кәримофни хатириләйдиған бир қатар чариләрни бекиткән болуп, йеқинда у қарар чиқирип, ташкәнт шәһиридики бәш районни туташтуридиған әң узун бир кочиниң исмиға ислам кәримофниң намини қойған.

Пәрғанә ториниң өзбекистанниң “подробно.Уз” торидин нәқил елишичә, президент шавкәт мирзияйеф буйруқ чүшүрүп, ислам кәримоф вапат болған 2-сентәбир күнини һәр йили пүтүн мәмликәт бойичә хатириләш күни қилип бекиткән шуниңдәк һәр йили 30-январ күни, йәни ислам кәримофниң туғулған күнини пүтүн өзбекистан миқясида хатириләшни қарар қилған. У йәнә, ислам кәримофниң сәмәрқәнттики қәбриси йенида хатирә сарийи селиш, ташкәнт, сәмәрқәнт, қарши қатарлиқ шәһәрләрдә хатирә абидилирини тикләшни қарар қилған.

Шавкәт мирзияйев булардин башқа йәнә ташкәнт дөләт техника университети, асакә шәһиридики аптомобил завоти, пәрғанидики сәнәт сарийи, ташкәнт хәлқара айродроми вә башқа бир қисим орунларға ислам кәримофниң намини қоюш буйруқи елан қилған.

Ислам кәримоф өзбекистанни 1989-йилидин тартип, 2016-йили, 2-сентәбир күни өлгүчә 27 йил идарә қилған иди.

Хәлқаралиқ һоқуқ тәшкилатлириниң йеңи президент шавкәт мирзияйевтин униң ислам кәримоф дәвридики һакиммутләқлиққә хатимә бериш, ислаһат елип берип,пуқраларниң демократик вә кишилик һоқуқлирини һимайә қилишни тәләп қилип, бу дөләттики өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.