Японийә баш вәзири шинзо абе ислаһат елип берип бармақчи
Японийә баш вәзири шинзо абе 1- январ елан қилған йеңи йиллиқ баянатида японийидә ислаһат елип берип, иқтисадни илгири сүрүш һәққидә вәдә бәрди вә буниң 2- дуня урушидин буян японийидә йолға қоюлидиған әң кәскин ислаһат икәнликини тәкитлиди.
У иқтисадий илгириләшни әң муһим хизмәт қатариға қойидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: биз өзимизниң йүксилиш истратегийәмизни иҗра қилимиз вә иқтисадни қозғитиш чарилиримиз бурун йолға қойимиз.
У 2012- йили вәзипигә олтурғанда, енергийә, йеза игилик саһәсидики бәлгилимиләрни ислаһ қилидиғанлиқи, иҗтимаий параванлиқ, дипломатийә дөләт вә хәвпсизлики сиясәтлирини йеңилайдиғанлиқини билдүргән иди.
У буларни има қилип туруп мундақ деди: мән йолға қоюшқа тәрәддут қилған ислаһатларниң һәммиси 2- дуня урушидин кейинки әң кәскин вә мусаписи риқабәтлик болған ислаһатлардур.
У нутқида йәнә, өзиниң нөвәттә “ йеңи японийә” қуруп чиқиш сәпиригә атланғанлиқини билдүрди.
Әмма у, “йеңи японийә” аталғусини шәрһлимиди.