Тайланд кишилик һоқуқ паалийәтчилири һөкүмәтниң уйғурларни хитайға қайтуруп беришини тәнқид қилған
2025.03.04
Тайланд даирилири хитай тәрәпниң 40 нәпәр уйғурниң бихәтәрликигә капаләтлик бәргәндин кейин уларниң өз ихтиярлиқи билән қайтип кетишигә йол қойғанлиқини ейтқан болсиму, лекин тайланд кишилик һоқуқ паалийәтчилири мәзкур 40 нәпәр уйғурниң хитайға қайтиш арзусиниң йоқлуқини вә уларниң хитайға мәҗбурий қайтурулғанлиқини илгири сүрүп тайланд һөкүмитини тәнқид қилған.
Шуниң билән бир вақитта йәнә улар, тайланд һөкүмитиниң бу һәрикити тайландни хитай тәрипидин контрол қилидиған дөләткә охшитип қойғанлиқини, бу сәвәб билән б д т ниң тайландни кишилик һоқуқ кеңишидин чиқириветиши керәкликини билдүргән.
Әркин асия радийоси инглизчә бөлүминиң 4-марттики хәвиригә асасланғанда, бу пикирләрни тайландики хәлқни күчләндүрүш фондиниң мудири чалида тачароенсук (Chalida Tacharoensuk) тайланд парламентидики уйғурлар тоғрулуқ ечилған йиғинида оттуриға қойған. У, мундақ дегән: “б д т тайландни кишилик һоқуқ кеңишидин чиқириветишни ойлишиши керәк. Икки қетим тайланд уйғурларни хитайға өткүзүп бәрди. Йетәрлик номуссизлиқ болди. Биз уйғурларни үчинчи қетим хитайға өткүзүп бәрмәсликини үмид қилимиз”.
Тайланд һөкүмитиниң 27-феврал күни хәлқараниң қаттиқ қаршилиқлириға қаримай, 40 нәпәр уйғурни хитайға мәхпий қайтуруп бериши, муһаҗирәттики уйғурлар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка һөкүмитини өз ичигә алған бир қисим демократик дөләтләрниң күчлүк наразилиқи һәм әйиблишигә учриғаниди.
Америка ташқи ишлар министири марку рубийо (Marco Rubio 27-феврал баянат елан қилип, тайландниң аз дегәндә 40 нәпәр уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурушини “мумкин болған әң қаттиқ ибариләр” билән әйибләйдиғанлиқини ейтқан. Охшаш вақитта йәнә әнглийә ташқи ишлар министири дәйвид лами, канада ташқи ишлар министири меланей җолей, австралийә ташқи ишлар министири пений воң қатарлиқлар баянат елан қилип тайландниң 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтурушиға “күчлүк рәвиштә қарши” икәнликини билдүрүп тайланд һөкүмитини әйиблигәниди.