Тайланд парламенти кишилик һоқуқ комитети тайландтики 48 уйғурниң саламәтлик әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән
2025.01.29
Тайланд парламенти кишилик һоқуқ комитети нөвәттә тайланд һөкүмитиниң муавин баш министири билән учришип, 2013-йилдин буян тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурниң әһвалини яхшилаш һәққидә музакирә қилмақчи болған.
Тайландниң инглизчә хәвәрләр тори болған “тайланд дөлити” (Nation Thailand) -29январ елан қилған хәвәргә көрә, тайланд кеңәш палата әзаси вә кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси аңхана нелапаҗит (Anghana Neelapaijit) башчилиқидики комитет әзалири тайландниң муавин баш министири пумтам вичаяча (Phumtham )билән көрүшүп, тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурниң саламәтлик әһвалини тәкшүрүш, давалаш һәмдә уларниң шараитини яхшилашни музакирә қилмақчи болған.
Комитет рәиси аңхана нелапаҗит тайланда ачлиқ елан қилип аҗизлап кәткән уйғур мусапирлириниң әһвалидин әнсирәйдиғанлиқи билдүрүп: “комитетимиз тайланд һөкүмитиниң у мусапирларни узун муддәт бақалмаслиқидин, башқуруш җәһәттики йетәрсизликидин әндишә қилмақта” дегән. У хәлқара қизил кирест җәмийитини бу ишқа йеқин турушқа тәвсийә қилидиғанлиқини билдүргән. У йәнә тайланд һөкүмитиниң өзиниң хәлқара мәҗбурийитини ада қилип, бу мусапирларни хәтәрлик җайға йоллимаслиққа капаләтлик қилидиғанлиқини билдүргәнликини ейтқан.
Көплигән кишилик һоқуқ органлири тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурни хитайға қайтурушқа қарши күчлүк инкас билдүргән болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиму тайландни бу пиланидин ваз кечишкә, хәлқара кишилик һоқуқ низамиға әмәл қилишқа чақирғаниди. Нөвәттә фесбок қатарлиқ иҗтимаий алақә супилирида, тайландики уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиған болғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалмақта.