Тайланд, тутуп турулуватқан гумандар баңкокқа бомба қойған бомбичи әмәстәк қилиду, деди

Мухбиримиз әркин
2015.09.04

Тайланд һөкүмити җүмә күни камбоджа чеграсида қолға елинған гумандар билән адәм қарадағ бомба қоюп, баңкоктики партлашни кәлтүрүп чиқарған бомбичи әмәстәк қилиду, деди.

Тайланд даирилири илгири гумандарниң бармақ изи баңкок әтрапидики бир бина өйдин тепилған бомба материяллирида байқалғанлиқини билдүргән.

Бирақ даириләр җүмә күни гумандарларниң DNA си 17‏-авғуст баңкоктики ераван һинди ибадәтханисиға бомба қойған гумандарниң дна билән охшаш чиқмиғанлиқини билдүрди.

Д у қ илгири тайланд даирилирини зиддийәтлик учурларни тарқитип, орунсиз пәрәз вә гуман пәйда қилиш билән әйиблигән, тайланд даирилирини очуқ-ашкара болушқа, барлиқ учурларни толуқ елан қилишқа чақирған иди.

Тайланд баш сақчи идарисиниң баянатчиси җүмә күни бомбичи билән гумандарларниң дна си пәрқлиқ чиққанлиқини билдүрүп, “әмди бизниң у гумандарни сериқ майкилиқ бомбичи шу, дәйдиғанға һечқандақ дәлилимиз қалмиди” дегән.

Бирақ баянатчиси йәнә әскәртип, “әмма униң партлашқа четишлиқ икәнлики чоқум” дәп көрсәткән.

Нөвәттә, тайланд һөкүмити тутуп туруватқан гумандарларниң бири сәйшәнбә күни камбоджа чеграсида қолға елинған. Униң йенидин түрк вә хитай паспорти байқалған. Хитай паспорти туғулған йери “шинҗаң”, исми “мирәли” атлиқ бир кишигә тәәллуқ иди.

Лекин даириләр чеграда қолға елинған у кишиниң яки сахта паспорт икәнликигә чүшәнчә бәрмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.