Хитай бу йилқи кәлкүн, боран апәтлириниң зийинини елан қилди

Мухбиримиз меһрибан
2016.07.26

Хитайниң шинхуа агентлиқи қатарлиқ һөкүмәт таратқулири 26-июл күни хитайдики апәтниң зийинини азайтиш ишханисиниң мудири яң шавдуңниң хитайда бу йил яз пәслидә йүз бәргән қаттиқ ямғур, кәлкүн, боран апәтлири һәққидики баянатини елан қилди.

Хәвәрдә нуқтилиқ һалда 7-айниң 18-күнидин7-айниң 26-күнигә қәдәр шималий хитай райони, шәрқий шимал райони вә шәрқий җәнуби районлирида йүз бәргән қаттиқ ямғур, кәлкүн, тәйфиң борини қатарлиқлар тилға елинип, 10 күнгә йәтмигән вақит ичидә 137 милйон адәмниң апәткә учриғанлиқи, 26-июл әтигән саәт 9 ға қәдәр һәр хил апәтләрдә өлгәнләр саниниң 1074 адәмгә йәткәнлики, 400 миң еғиз өйниң өрүлүп чүшкәнлики, 6 милйон 240 миң адәмниң йөткәп орунлаштурулуши керәкликини вә биваситә иқтисадий зиянниң 300 милярд сомға йеқин икәнликини қәйт қилған.

Әмма, хитайдики апәт районлиридин әркин асия радийоси қатарлиқ хәлқара таратқуларниң зияритини қобул қилған хитай пуқралири апәт әһвалиниң техиму еғирлиқини билдүрүп, бәзи кәнт, йезиларниң қаттиқ ямғурдин кейинки кәлкүндә пүтүнләй су астида қалғанлиқини, йәрлик һөкүмәт даирилириниң апәттә өлгәнләрниң һәқиқий санини азайтип мәлумат бәргәнликини билдүргән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайдики әң чоң аммиви тор бекәтлиридин сина қатарлиқ бирқанчә тор бекити аввал өз алдиға хәвәр бәрмәсликкә, һөкүмәт таратқулириниң хәвирини көчүрүп беришкә агаһландурулуп, 25-июл дүшәнбә күнидин башлап сина, соху, сумурғ қатарлиқ тор бекәтлири буйруқ билән тақалғанлиқи уқтурулған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.