Тйәнҗиндики партлашта өлгәнләрниң сани 150кә йәтти

Мухбиримиз үмидвар
2015.08.30


Тйәнҗин даирилири 12 - авғуст күни йүз бәргән партлашта өлгәнләрниң 150 кә йәткәнликини, 23 адәмниң һазирғичә из - дерики йоқлуқини билдүрди.

Тйәнҗин шәһәрлик хәлқ һөкүмитиниң мәлуматида көрситилишичә, өлгән 150 адәмниң ичидә тйәнҗин портидики оттин мудапиә көрүш әтритиниң 69 адими, җамаәт хәвпсизлик идарисиниң оттин мудапиә көрүш әтритиниң 23 адими бар икән. Булардин башқа йәнә 10 нәпәр хәлқ сақчиси бар икән.

Һазир дохтурханида 360 нәччә адәм даваланмақта икән. Әмма, тйәнҗиндики партлашта өлгәнләрниң һәқиқий сани һәққидә аммиви учур таратқулирида һөкүмәт мәлуматидин нәччә һәссә артуқ рәқәмләр мәвҗут болуп, һөкүмәт бир қисим тор бәтләрни өсәк учур тарқитиш билән тақивәткән икән.

Б б с агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, тйәнҗиндики партлаш вәқәсидин кейин хитайниң һәр қайси өлликлиридә завут - фабрикиларни көчүрүш вә өзгәртиш һәққидә түрлүк инкаслар оттуриға чиқиватқан болуп, мәмликәт бойичә 1000 дин артуқ химийә санаити орниниң көчүрүлүп, өзгәртип қурулуши керәк икән. Пәқәт буларни көчүрүш чиқими үчүнла 400 милярд юән кетиши мумкин икән, бундақ учурни хитай санаәт вә учур министирлики оттуриға чиқарған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.