Бирләшмә агентлиқ: “уйғурларға охшаш, тибәтлик оқуғучиларму диний паалийәттин чәкләнди”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.07.24

Америкиниң бирләшмә ахбарат агентлиқи бүгүн худди уйғурларға қарита йүз бериватқанға охшашла тибәтлик оқуғучиларниңму тәтил мәзгилидә диний паалийәтләрдин чәклиниватқанлиқини хәвәр қилди. Хәвәрдә дейилишичә, ласа толуқсиз оттура мәктипидики тибәт оқуғучилар тәтил мәзгилидә диний паалийәтләргә қатнашмаслиқ һәққидә вәдинамигә қол қойған. Бу әһвални мәзкур мәктәпниң сиясий ишлар бөлүминиң мәсули ашкарилиған. Хәвәрдә йәнә дейилишичә, ласадики асаслиқ бутханилардики раһиплар сиясий тәрбийә үчүн бутханидин елип кетилгән; хәвәрдә даириләрниң бу қилмиши тибәттә яш-өсмүрләр билән чоңлар арисидики мәдәнийәт бағлинишини үзүветиш икәнлики әскәртилгән.

Хәвәрдә йәнә бу хил мәдәнийәт бузғунчилиқиниң йеқинқи мәзгилләрдә уйғур районидики мусулманларға вә хитайниң шәрқтики өлкилиридики христианларға қаритаму шиддәтлик һалда елип бериливатқанлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.