Үрүмчи төмүр йол идариси базиридики 30 дин артуқ яйма дуканларниң көйүп кетиши түрлүк гуманларни қозғиди
2013.04.26
Хитайниң яшин ториниң хәвәр қилишичә, 25 - апрел күни үрүмчи шәһири төмүр йол идариси базирида от апити йүз бәргән болуп, бу қетимқи от апитидә 30 нәччә яйма дукан көйүп күл болған.
Мәлум болушичә, үрүмчи төмүр йол базирида тиҗарәт қилидиғанлар асасән хитайлар болуп, бу қетим апәткә учриған тиҗарәтчиләрниң 100 миң сом қиммитидики маллири көйүп кәткән.
Хитай торлиридики хәвәрләрдә от апитиниң йүз бериш сәвәби һәққидә түрлүк гуманлар оттуриға қоюлған болуп, бу қетимқи от апитиниң қәстән пәйда қилинған болуши мумкинлики илгири сүрүлгән. Әмма төмүр йол базири қарашлиқ үрүмчи йеңи шәһәр сақчи идариси вәқәниң техи тәкшүрүш басқучида икәнликини билдүрүп, от апитиниң сәвәби һәққидә ениқ мәлумат беришни рәт қилған. Даириләр 13 - апрел хотәндә йүз бәргән туралғу райондики от апитиниң сәвәби һәққидиму һазирғичә ениқ бир җаваб бәрмигән болуп, шу қетимқи от апити һәққидә уйғурлардин игилигән инкасларда от өчүрүш әтридидикиләрниң от апити йүз бәргән җайға кечикип кәлгәнлики һәм от өчүрүш машинисиға су қачиланмиғанлиқи қатарлиқлар инкас қилинип, шу қетимқи от апитидә хотәндики уйғур қаштеши тиҗарәтчилириниң 150 милйон сомдин артуқ мүлки зиянға учриғанлиқи илгири сүрүлгән иди.