“тор тазилиғуч” ниң асаслиқ иқтидари мәлум болди

Мухбиримиз әзиз
2018.05.08

Уйғурлар дияридики һәрқайси җайларда 2017-йили “тор тазилиғуч” намидики әп омумлаштурулған болуп, нуқтилиқ һалда шәхсләрниң телефонида зораванлиқ вә террорлуқ мәзмунидики үн-син материяллирини тәкшүрүштә қоллинилған иди. Нөвәттә буниң уйғурларни асасий нишан қилиштин башқа техникилиқ җәһәттә һечқандақ бихәтәрлик асасиға игә әмәслики мәлум болди.

“ашкара техника” ширкити өткән айда елан қилған бир доклатта уйғурлар дияридики ғайәт зор көләмлик назарәт механизминиң бир тәркибий қисми болуп омумлаштурулған “тор тазилиғуч” намлиқ әп һәққидики әмәлий синақ нәтиҗиси тонуштурулған. Мәлум болушичә, уйғурлар дияридики һәрқандақ кишиниң телефонида болушқа тегишлик бу әп шу телефонда пәйда болған “қанунсиз” мәзмунға ятидиған һәрқандақ учурни тәкшүрәләйдикән, шуниңдәк бу телефонға “қанунсиз” болған башқа әпләрни орнитиштин тосуп қалалайдикән һәмдә буниңға урунғанларни сақчи мулазимәт нуқтилириға аптоматик мәлум қилалайдикән.

“ашкара техника” ширкити бу һәқтики доклатта мәзкур әпни “хитайдики хитай болмиған милләтләрни бастурушниң муһим қорали” дәп тәсвирлигән болуп, бу әпни синақ қилиш арқилиқ униңдики мундақ алаһидиликләр байқалған:

Биринчи, мәзкур әп шу телефонниң толуқ учурлирини оқуп чиқалайду, җүмлидин телефонниң номури, модел шәкли, игисиниң кимлики қатарлиқларни нәччә секунттила хатиригә алалайду.

Иккинчи, бу әп телефонға орнитилғандин кейин униң ташқи сақлиғучидики “хәтәрлик” мәзмунларни байқиялайду һәмдә телефон игисини бу учурларни өчүрүветишкә буйруйду.

Үчинчи, бу әп телефонда сақланған “хәтәрлик” мәзмунларни униң шәклигә асасән һөҗҗәт нами бойичә мулазимәт нуқтисиға йоллап бериду.

Төтинчи, бу әп орнитилған телефондин қарши тәрәп мулазиметириға HTTPS арқилиқ һечқандақ учурни йөткәшкә болмайду.

Доклаттин мәлум болушичә, мәҗбурий орнитилған бу әп арқилиқ хитай һөкүмити пүткүл уйғурларни назарәт қилишта зор қулайлиққа игә болған билән, бу әп техникилиқ бихәтәрликкә игә болмиғачқа униң орнатқучиға зиянкәшлик қилиштин башқа роли йоқ икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.