Түркийәдики 3 нәпәр уйғур хитайниң мәҗбурий бала чүшүрүш вә қийин-қистиқиға учриғанлиқини ашкарлиған
2021.06.04
Хитайдин қечип чиқип түркийәдә панаһлиниватқан 3 нәпәр уйғур 3-июн күни чәт әл таратқулириға гуваһлиқ берип, өзлириниң хитай даирилири тәрипидин қандақ мәҗбурий бала чүшүргәнлики вә кечә-күндүз қийин-қистаққа учриғанлиқлирини ашкарлиған. Улар лондондики “уйғур сот коллегийәси” 4-июн башлиниш һарписида чәт әл таратқулириға гуваһлиқ бәргән.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бүмәрйәм рози исимлик бир шаһит өзиниң 2007-йили 4-балисиға һамилдар болғанлиқи, бирақ хитай даирилириниң қорсақтики 6 йерим айлиқ балисини мәҗбурий чүшүрүвәткәнликини билдүргән.
Униң ейтишичә, әйни вақитта хитай даирилири уни башқа 8 аял билән биргә машинида дохтурханиға елип барған икән. Хәвәрдә ейтилишичә, мәһмут тәвәккүл исимлик йәнә бир шаһит өзиниң 2010-йили түрмигә ташланғанлиқи вә қийин-қистаққа учриғанлиқини билдүрүп, хитай даирилириниң өзини униң бир қериндиши түпәйли тутқун қилғанлиқи, бу қериндишиға диний китап нәшр қилдурғанлиқи үчүн тутуш буйруқи чиқирилғанлиқини ейтқан.
Униң ейтишичә, даириләр у вә униң билән тутулғанларни каһишлиқ йәргә ятқузуп, қол-путлирини кишәнлигән, газ турубисидәк турубиға бағлап, кечичә сорақ қилған икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу кишиләр видейо арқилиқ лондондики “уйғур сот коллегийәси” диму гуваһлиқ беридикән. Хәвәрдә әнгилийәдики мәзкур мустәқил сот коллегийәси 4 күнлүк гуваһлиқ йиғинида нәччә онлиған шаһитларниң гуваһлиқлиқини аңлайдиғанлиқини билдүргән.