Уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ пахта мәһсулатлирини тәкшүрүп ениқлаш вәзиписи йәнила еғир икән
2023.09.05
“руйтерс агентлиқи” ниң йеқинда хәвәр қилишичә, америка таможна вә чегра қоғдаш идариси 5-айда тәкшүргән аяғ вә кийим-кечәкләрниң 27 пирсәнти уйғур районидин чиқидиған пахта билән мунасивәтлик икән. Илгири мәлум болмиған бу нәтиҗә американиң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни иҗра қилишта қанчилик мүшкүлатқа дуч кәлгәнликини көрситип беридикән.
Бу қанунни иҗра қилиш үчүн таможна хадимлири пахта мәһсулатлирини изотоплуқ синақ-тәҗрибидин өткүзүш арқилиқ униң тәркибидики карбон вә һидроген елементлириниң қоюқлуқ дәриҗисини ениқлап, уни кевәз өстүрүлгән районниң җуғрапийәлик алаһидилики билән бағлайдикән.
Таможна вә чегра қоғдаш идариси 5-айда 37 хил кийим-кечәкни әвришкә елип тәкшүрүп, 10 хилини “шинҗаң билән мас кәлгән” дәп қарап қайтурувәткән. Буниң ичидә миккий (Mickey) маркилиқ қисқа йәң майка пахта билән нилондин ишләнгән болуп, буниңға охшаш мурәккәп әһваллар мәҗбурий әмгәк тәркиблирини ениқлашта қийинчилиқ туғдурған.
Хәвәрдә ейтилишичә, пахта мәһсулатлирини изотоплуқ анализ қилиш америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң күндилик мәшғулати әмәскән, улар пәқәт мәҗбурий әмгәккә четишлиқ дәп мәлум қилинған мәһсулатларнила тәкшүридикән. Улар 2020-йилдин буян, пахта мәһсулатлирини изотоплуқ тәкшүрүшни йеңи зеландийәдики оритәйин (Oritain) ширкитигә һавалә қилған болуп, буниңға 1 милйон 300 миң доллар хәҗлигән. Victoria’s Secret, Ralph Laruen, Shein Қатарлиқ даңлиқ ширкәтләр пахта мәһсулатлириниң мәнбәсини тәкшүрүш тоғрулуқ оритәйин билән келишим имзалиған; әмма оритәйин ширкитиниң у мәһсулатларни қанчилик тәкшүрүватқанлиқи ениқ әмәскән, йәнә келип, бу ширкәт өткән йил 12-ай, бу йил 4-ай вә 5-айда тәкшүргән аяғ вә кийимләрни ишләпчиқарған карханиларниң исмини бәрмигән.