Хитай даирилири уйғур аптоном районлуқ парткомға йеңи 3 даим һәйәт тәйинлигән
2021.10.18
Хитай даирилири уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий комитетини тәртипкә селип, униңға йеңи даимий һәйәтләрни тәйинлигән. Уйғур аптоном районлуқ партком даими комитетидики бу өзгириш аптоном районлуқ һөкүмәтниң сабиқ рәиси шөһрәт закир өткән һәптә туюқсиз вәзиписидин истепа берип арқидинла йүз бәргән. Хитай даирилири шөһрәт закирниң орниға әркин туниязни мувәққәт рәисликкә тәйинлигәнликини елан қилғаниди.
“шинҗаң хәвәрләр” ториниң ашкарилишичә, хитай компартийәси мәркизи комитети 18-өктәбир хәйнән өлкиси хәйко шәһириниң партком секретари хе җоңйүни уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретарлиқиға, шиән шәһириниң даимий муавин башлиқи йүсүпҗан мәмәт билән хитай “җоңлияң гуруһи чәклик ширкити” ниң муавин мудири илзат әхмәтҗанни уйғур аптоном районлуқ партком даимий комитетиниң һәйтәтликигә тәйинлигән.
Лекин хәвәрдә бу иккийләнниң конкрет қандақ вәзипә өтәйдиғанлиқи тилға елинмиған. Бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, бу өзгириш хитайниң уйғур елидики кадирлар қатлимида чоң өзгириш болидиғанлиқиниң бешарити дейишкә балдурлиқ қилсиму, бирақ бу хәлқарада уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблиниватқан бу райондики күтүлмигән орунлаштуруш икән.
Мәлум болушичә, йүсүпҗан мәмәт шиән шәһириниң муавин шәһәр башлиқлиқ вәзиписини өтәштин бурун уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт-саяһәт назаритиниң назири вә муавин секретарлиқ вәзиписини атқурған. Хитай таратқулириниң ейтишичә, илзат әхмәтҗан илгири “хитай ташқи иқтисад-сода һавалә чәклик ширкити” ниң секретари вә баш директори қатарлиқ вәзипиләрни өтигән болуп, у 2020-йили 4-айдин бери “җоңлияң гуруһи чәклик ширкити” ниң муавин мудирилиқ вәзиписини атқуруп кәлгәникән.