Америка авам палатасиниң ташқи ишлар комитети уйғурларға аит йәнә бир қанун лайиһәси мақуллиди

Мухбиримиз әркин
2021.10.01

Америка авам палатасиниң ташқи ишлар комитети 30 сентәбир бирдәк аваз билән уйғурларға аит йәнә бир қанун лайиһәси мақуллап, аваз палатасиниң аваз беришигә сунған. Җумһурийәтчи авам палата әзаси йоң ким тәрипидин сунулған “2021-уйғур сиясити қануни” намлиқ бу қанун лайиһәси демократик авам палата әзаси ами бераниң қоллишиға еришкән.

Қанун лайиһәсидә хәлқараниң уйғурлар учраватқан зиянкәшликкә қарита диққитини қозғаш үчүн конкрет қәдәмләр билән әтраплиқ, көп тәрәплик истратегийә бәрпа қилиш, ташқи ашлар министирлиқиға һоқуқ берип, уйғур илидики кишилик һоқуқ хирислириға үнүмлүк тақабил туруш, хитайниң уйғурлар авазини җимиқтурушиға қарши тәдбир елиш тәләп қилинған.

Бу қанун лайиһәси уйғурлар тоғрисидики йәнә бир қанун- “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” авам палатасиниң мақуллишини күтүп турған, байден һөкүмити бу қанунға қарита техи ениқ позитсийә билдүрмигән бир вақитта сунулди.

Авам палата әзаси йоң ким 30-сентәбир елан қилған баянатида: “һечким өзиниң диний етиқади яки миллити сәвәбидин өзини бихәтәр һес қилмаслиқи керәк. Әпсуски, милйонлиған уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр хитай хәлқ җумһурийити әмәлдарлири тәрипидин қайта-қайта җимиқтурушқа, қолға елинишқа, түрмигә ташлинишқа, қийин-қистаққа вә меңә ююшқа учрап кәлди” дегән.

Авам палата әзаси ами бера “хитай компартийәси хәлқараниң кәң көләмлик тәнқидигә учрап келиватқан болсиму, бирақ уйғурларниң әқәллий һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилишни давамлаштуруватқанлиқи” ни әйиблигән. Мәлум болушичә, йеңи қанун лайиһәси америка ташқи ишлар министирлиқида уйғурлар ишиға мәсул маслаштурғучи әмәлдар тәйинләш, америка дипломатлирини уйғур тилида тәрбийәләш, уйғурларға аит учурларни мусулман дөләтләргә тарқитиш қатарлиқ мәзмунларни өз ‍ичигә алидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.