2 - Нөвәтлик уйғур тәтқиқати хәлқара илмий муһакимә йиғини париж вә бруссел шәһәрлиридә ечилиду
2015.11.07
2 - Нөвәтлик уйғур тәтқиқати хәлқара илмий муһакимә йиғин бу қетим париж вә бруссел шәһәрлиридә ечилидикән.
Америка җорҗ вашингтон университети қармиқидики мәркизий асия программисиниң уқтурушиға қариғанда, йиғинниң дәсләпки қисми мушу айниң 17 - вә 18 - күнлири бирюссел әркинлик университети җәмийәтшунаслиқ институтида өткүзүлидикән. Йиғинниң иккинчи қисми20 - ноябирф фирансийәдики париж сиясәт университетида өткүзүлидикән.
Мәзкур илмий муһакимә йиғинға америка русийә, фирансийә, австралийә әнглийә, түркийә,қазақиста, хоңкоң қатарлиқ дөләт - районлардики дуняда көзгә көрүнгән уйғуршунас алимлар қатнишип, уйғурларниң мәдәнийити, тарихи, нөвәттики сиясий вәзийити һәққидики илмий мақалилирини оқуп өтидикән.
Йиғинниң тунҗи нөвәтлики өткән йили 25 - сентәбир америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан җорҗ вашингтон университетида ечилған иди.