Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети қурбан мамут қатарлиқларни қоюп беришни тәләп қилди
2024.01.22
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети 21-январ күни X (тивиттер) да баянат учури берип, даңлиқ уйғур зиялийси, журналист қурбан мамутниң қоюп берилишини тәләп қилған.
Учурда мундақ дейилгән: “журналист қурбан мамут 2017-йил америкаға келип туғқан йоқлап қайтқандин кейин тутқун қилинип, 15 йиллиқ кесиветилгән. Хитай хәлқ җумһурийити уйғур зиялийлирини бир йолила тутқун қилип, уйғур миллитиниң мәдәнийәт кимликини йоқитишқа урунушлиридин һесаб бериши керәк”.
Мәзкур комитет йәнә 22-январ X (тивиттер) бәргән баянатида, дадисиниң нәзирисидә дуа қилған вә өйидә қуран сақлиғанлиқи үчүн тутулған рәнагүл ғениниң қоюп берилишини тәләп қилған һәмдә хитай һөкүмити тәрипидин мушундақ наһәқ тутулуп узун йиллиқ кесиветилгән уйғурларниң қоюп берилиши үчүн америка ташқи ишлар министирлиқиниң тиришчанлиқ көрситиши керәкликини тәкитлигән.
Униңдин башқа, америка дөләт мәҗлиси әзаси том ләнтос (Tom Lantos) башчилиқида қурулған “ләнтос кишилик һоқуқ вә адаләт фонди” намлиқ хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати 19-январ күни X да баянат берип, 2018-йилдин буян хитай түрмисидә йетиватқан дохтур гүлшән аббасқа әркинлик тәләп қилған вә униң бу һәптә “виҗдан мәһбуслири” тизимликигә киргәнликини, йәни униң мәзкур фондниң “әркинликни қоғдаш программиси” ға киргәнликини елан қилған.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети вә америка ташқи ишла министирлиқи 11-январ күни “наһәқ тутқун қилинған сиясий мәһбуслар һәрикити” ниң бир йиллиқи мунасивити билән айрим-айрим баянат елан қилип, хитай даирилирини уйғур сиясий мәһбуслиридин гүлшән аббас, раһилә давут, әкбәр әсәт қатарлиқ зиялийларни қоюп беришкә чақирғаниди.
Мәлум болушичә, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети йиллардин бери хитайдики кишилик һоқуқ вә буниңға аит қанун-низамларниң иҗра қилиниш әһвалини йеқиндин көзитип келиватқан болуп, һәр йили бу һәқтә йиллиқ доклат елан қилип, америка президенти вә дөләт мәҗлисигә сунуп кәлмәктә, шундақла америка ташқи ишлар министирлиқини хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюшқа чақирип кәлмәктә.