Бейҗиң уйғур елидики бу йиллиқ кона мәһәллә-районларни чеқип өзгәртиш қурулушиға 700 милйон йүән аҗратқан

Мухбиримиз әркин
2022.04.15

Хитай һөкүмити уйғур елидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәллә-районларға қарита елип бериватқан, уйғурларни тарқақлаштуруш мәқситидики кона мәһәллә-районларни чеқип өзгәртиш қурулушиға давамлиқ мәбләғ салған. Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, хитай мәркизи һөкүмити йеқинда “капаләт характерлик олтурақлаштуруш қурулуши” намлиқ бу қурулушниң 2022-йиллиқ мәркизи хамчот ичидики тунҗи түркүм мәблиғини рәсмий чүшүргән болуп, уйғур аптоном райониға 700 милйон йүән мәбләғ берилгән.

Көзәткүчиләр, буниң хитайниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан қәдими мәһәллә вә рәстиләрни давамлиқ чеқип, уйғурларни ғәрәзлик тарқақлаштурушни бу йилму давамлаштуридиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини билдүрмәктә. Хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқунда уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилипла қалмай, уларниң олтурақ районлири, җәмийәт вә турмуш қурулмисиниму нишанға алғаниди. “шинҗаң” гезитиниң 15-апрел хәвәр қилишичә, “бу мәбләғ шәһәр-базарлардики кона мәһәллә вә районларни өзгәртишкә ярдәм беридиған ул әслиһә қурулушини қоллашқа ишлитилидикән”.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә чәтәллик тәтқиқатчиларниң елан қилған доклатлирида көрситилишичә, хитай һөкүмити уйғур елидики кона мәһәллә вә районларни өзгәртиш қурулушини ул әслиһәләрни яхшилап, хәлқниң турмушиға қолайлиқ яритиш десиму, әмәлийәттә бу қурулуш уйғурларниң нопусини контрол қилип, ассимилятсийәни ишқа ашуруш пиланиниң бир парчиси икән. Бу һәқтики доклатларда, хитайниң бу арқилиқ уйғур җәмийитиниң иҗтимаий қурулмисини бузуп ташлап, ‍уйғурларниң уюшчанлиқ күчини парчилашни мәқсәт қилғанлиқии билдүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.