Үрүмчи шәһири “төвән хәвплик районлар” дики пуқраларниң “юқири хәвплик районлар” ға өтүшини чәклигән

Мухбиримиз әркин
2022.12.02

Уйғур аптоном районлуқ даириләр үрүмчи 24-ноябир от апити кәлтүрүп чиқарған қаттиқ наразилиқ һәрикәтлиридин кейин, юқум қамилини қәдәм-басқучлиқ бошитидиғанлиқини, пуқраларниң сиртқа чиқиши вә сода-сетиқ қилишиға йол қоюдиғанлиқини җакарлиған. Әмма даириләр йәнила юқум әһвали “төвән хәвплик районлар” дики пуқраларниң “юқири хәвплик районлар” ға өтүшини чәклигән.

24-Ноябир үрүмчиниң чоң базар йенидики уйғурлар олтурушлуқ бинада йүз бәргән паҗиәлик от апитидә, нурғун киши хитайниң ковид-19 сиясити сәвәблик қулуплап қоюлған бинадин чиқалмай һаятидин айрилған.

Бу паҗиә хитайниң дөләт ичи вә сиртида уйғурларға һесдашлиқ қилиш, хитайниң ковид-19 сияситигә қарши кәң көләмлик наразилиқ һәрикәтлириниң партлишини кәлтүрүп чиқарған иди. “шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт 2-декабир күни ахбарат йиғини өткүзүп, шу күндин башлап “төвән хәвплик районлар” дики пуқраларниң район атлап һәрикәт қилишиға болидиғанлиқи, бирақ “юқири хәвплик районлар” ға өтүшигә болмайдиғанлиқини елан қилған.

Даириләрниң ахбарат йиғинида ейтишичә, йеңи юқумлиниш әһвали байқалмиғанға 5 күн тошмиған “юқири хәвплик районлар” да, пуқраларниң “өйидин сиртқа чиқиш” ни чәкләш сиясити давамлиқ қаттиқ иҗра қилинидикән.

Лекин даириләр “‍өйдин сиртқа чиқишни чәкләш” тә бурунқидәк аиләрниң яки бинаниң ишикигә қулуп селишни давамлаштуридиған яки давамлаштурмайдиғанлиқи тоғрисида һечнимә демигән. Даириләр үрүмчи 24-ноябир от апитидики җавабкарлиқни паҗиәдә зиянкәшликкә учриғучиларниң “өзини қутқузуш иқтидари” ниң аҗизлиқиға артип, дуняни зил-зилиға салған бу паҗиәдики җавабкарлиқни үстигә алмиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.