Хитай даирилири 4-ноябир күни үрүмчи чоң базирини тәнтәнилик мурасим билән қайта ачқан
2022.12.05
Уйғур аптоном райолуқ даириләр 4-декабир тәнтәнилик паалийәт өткүзүп, дөңкөврүктики үрүмчи хәлқара чоң базирини қайта ачқан. Даириләрниң мәзкур базарни 24-ноябир шу райондики “җишяңйән” (бәхт-саадәт гүллики) аилиликләр қорасидики бир бинаға от кетип, нурғун уйғурниң һаятидин айрилишини кәлтүрүп чиқириши вә бу паҗиәхитайниң дөләт ичи вә сиртида уйғурларға болған һесдашлиқ, шундақла ши җинпиңниң COVID-19 сияситигә қарши кәң көләмлиқ наразилиқ һәрикәтлириниң партлишини кәлтүрүп чиқарған бир вақитта дағдуғилиқ мурасим билән қайта ечиши, диққәт қозғиди.
Үрүмчидики от апити кәлтүрүп чиқарған хәлқаралиқ наразилиқ һазирму давамлииватқан болуп, үрүмчи хәлара чоң базири дағдуғилиқ ечилған пәйтниң өзидә уйғур, тибәт, хоңкоңлуқлар вә хитайлардин 300 киши ню-йорк шәһәр мәркизидики вашингтон мәйданида намайиш өткүзүп, от апитидә һаятидин айрилғанларға тәзийә билдүргән. От апитидә һаятидин айрилғанларниң бир-бирләп исмини чақирип, уларға сүкүттә турған намайишчиләр йәнә уйғурларға, хоңкоңлиқларға, тибәтләргә әркинлик тәләп қилған.
Хитай даирилириниң райондики 100 нәччә күндин бери давам қилип кәлгән қамал, шундақла от апити кәлтүрүп чиқарған кәң көләмлик наразилиқтин кейин, үрүмчи хәлқарачоң базарни қайта ечишта тәнтәнилик мурасим өткүзүшиниң сәвәби мәлум әмәс. “хитай хәвәрлири тори” ниң учурида ейтилишичә, үрүмчи хәлқара чоң базар 4-декабир салйотлар билән тәнтәнилик ечилған болсиму, лекин пүтүн бир базарда пәқәт 30 дәк дукан сода қилған.
Хитай таратқулириниң ейтишичә, охшаш бир вақитта йәнә үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт ахбарат йиғини өткүзүп, нөвәттә үрүмчи шәһири юқумниң алдини елиш вә контрол қилиш тәдбирлирини нормал йолға қоюшниң шәрт-шараитини тәйярлғанлиқи, хизмәт, ишләпчиқириш, сода вә базарни әслигә кәлтүрүш салмиқи техиму күчәйтидиғанлиқини билдүргән.