Қәшқәр конашәһәр наһийәсииниң корона вирусидики хәвплик дәриҗиси төвәнлитилгән
2020.11.18
Хитай хәвәр агентлиқиниң 17-ноябир бәргән хәвиригә қариғанда, қәшқәр вилайәтлик корона вируси юқумини контрол қилиш қоманданлиқ штаби қәшқәр конашәһәр наһийәсидики бир қисим йеза-базарларниң хәвплик дәриҗисини тәңшәш тоғрисида уқтуруш чиқарған.
18-Ноябир саәт нөлдин башлап зәмин йезиси вә сайбағ йезисиниң хәвплик дәриҗиси юқири дәриҗидин төвән дәриҗигә, булақсу йезисиниң хәвплик дәриҗиси оттура дәриҗидин төвән дәриҗигә чүшүрүлгән.
Қәшқәр вилайәтлик корона вируси юқумини контрол қилиш қоманданлиқ штаби 15-ноябир қәшқәр конашәһәр наһийәсиниң ләңгәр базири, опал базири, ташмилиқ йезиси вә терим йезилирини юқум хәвпи “төвән районлар” дәп елан қилған иди.
Бу йил 24-өктәбирдә қәшқәр конашәһәр наһийәси зәмин йезисиниң 3-кәнтидики бир хитай карханисида ишләйдиған 17 яшлиқ қизниң корона вируси билән юқумланғанлиқи елан қилинғандин буян, хитай даирилири қәшқәр вилайитини пүтүнләй қамал қилған иди.
Көзәткүчиләр “юқум лагерларға қамалған милйонлиған кишиләр арисиға, мәҗбурий әмгәк лагерлириға тарқалған болуши мумкин,” дегән гуманда болушқан. Бирақ хитай һөкүмити һазирғичә учурни қаттиқ контрол қилип, лагерлардики тутқунларниң юқум әһвали һәққидә һечқандақ учур берип бақмиди.