2020-Йил уйғур районида қурулуш саһәсидә ишләйдиған техниклар көпләп тәрбиийәләнгән
2021.01.29
Хитай таратқулиридин елинған мәлуматларға қариғанда, 2020-йил уйғур районида қурулуш саһәсидә ишләйдиған техниклар көпләп тәрбийәләнгән болуп, қурулуш саһәсиниң һәр қайси түрлиридә тәрбийәләнгәнләр 800 миң адәм қетимға йеқинлашқан. Йеқинқи 3 йил ичидила 200 миң адәм қурулуш саһәсидә ишқа орунлашқан. Шуниң билән бир вақитта, 350 қурулуш ширкити вә 19 тәрбийәләш мәркизи “җәнубий шинҗаңдики 4 вилайәт, 33 наһийәдә намратлиқтин қутулуш” қа ярдәм бериш механизми бәрпа қилип, көплигән техникларни тәрбийәлигән вә ишқа орунлаштурған.
Анализчиларниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бунчә көп қурулуш ширкити вә тәрбийәләш орнини ишлитип, нурғун адәмни қурулуш саһәсидә тәрбийәлиши сәвәбсиз әмәс, чүнки түрмә-лагерларни, йәсли, мәктәп вә санаторийәләрни көпәйтиш вә кеңәйтип селиш қурулуши давамлишиватиду. Һөкүмәт вә чоң ширкәтләр пул чиқирип селиватқан һәр түрлүк қурулушларму аз әмәс. Бу қурулушларниң көпинчиси уйғур районидики хәлқниң параванлиқи үчүн әмәс, бәлки техиму қаттиқ контрол қилиниши, бастурулуши үчүн ишлитилиду. Чоңларниң меңисини ююш, яш әвладларни хитайлаштуруш үчүн селиниватқан мәктәпләрму наһайити көп. Хитайниң зулум сиясити үчүн ишләйдиған қурулуш ширкәтлири вә завут хоҗайинлири буниңдин зор нәп алиду.