Совет доклати: “уйғур милләтчилири уйғуристан җумһурийити қурушни тәләп қилған”

Мухбиримиз үмидвар
2017.12.31

Америкидики вудров вилсон мәркизи йеқинда, хитайниң 1957-1958-йиллири уйғур диярида елип барған “йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш” һәрикитигә аит совет иттипақиниң бир қисим мәхпий архип һөҗҗәтлирини елан қилған болуп, мәзкур һөҗҗәтләрниң бири совет иттипақи ташқи ишлар министирлиқиниң йирақ шәрқ бөлүминиң башлиқи зимиянинниң 1958-йили, 22-феврал күни һазирлиған “шинҗаңда (хитай хәлқ җумһурийитидики) йәрлик милләтчиликниң пәйда болуши тоғрисида” дәп аталған.

Мәзкур һөҗҗәт совет иттипақ компартийиси мәркизи комитетиниң сотсиялистик әлләрдики коммунистик вә ишчилар партийәлири билән алақә орнитиш бөлүми башлиқи, йәни 1970-80-йилларда к г б вә совет иттипақи компартийиси баш секретари болған юрий андроповқа йоллап берилгән болуп, бу һөҗҗәт 1957-йили 12-айда башлинип, 1958-йили, 2-айда давамлишиватқан уйғур аптоном районлуқ парткомниң йәрлик милләтчиликкә қарши туруш бойичә кеңәйтилгән йиғининиң дәсләпки хуласә әһвалидин ибарәттур.

Һөҗҗәттә совет иттипақиниң үрүмчи вә ғулҗидики консулханилири топлиған материяллар асасида мәзкур доклатниң һазирланғанлиқи қәйт қилинип, уйғур милләтпәрвәрлириниң мустәқил уйғуристан җумһурийити вә яки һеч болмиғанда хитай тәркибидики худди совет иттипақидикигә охшаш иттипақдаш җумһурийәт қуруш пикридә икәнлики мәлум қилиниду. Доклатта: “шинҗаңдики йәрлик милләтчиләрниң позитсийиси төвәндикиләргә мәркәзлишиду. Улар шинҗаңда мустәқил уйғур җумһурийити, йәни ‛уйғуристан‚ қурушни вә яки хитай тәркибидики җумһурийәт қурушни тәләп қилиду. Һазир шинҗаңда мәвҗут болуватқан аптономийә, җумһурийәт қурушниң өткүнчи басқучидин ибарәттур дәйду” дейилгән.

Доклатта зия сәмәди, ибраһим турди, абдуреһим әйса, абдуреһим сәиди вә башқа бир қисим кишиләрниң “йәрлик милләтчилик” хаһишидики кишиләр икәнлики көрситилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.