Хитай даилири уйғур елидики чоң көләмлик қурулуш түрлириниң сүритини тезләткән
2023.03.03
Хитай һөкүмитиниң уйғур елини хитайниң ишләпчиқириш, йеза-игилик, ениргйә вә хам әшя базисиға айландуруш пиланидин кейин, даириләр райондики чоң көләмлик қурулуш түрлириниң сүритини тезләткән болуп, нурғун қурулуш түрлири муддәттин бурун иш башлиған.
Хитайниң “шинхуа тори” ниң хәвәр қилишичә, уйғур елида қиш-қиро техи толуқ ахирлашмиған болсиму, лекин үрүмчи айродомини кеңәйтип қуруш түри, уйғур елиниң җәнубидики нурғун аммивий әслиһәләр вә санаәт бағчилириниң қурулушлирида муддәтттин бурун иш башлинип болған. Хәвәрдә бу түрләрниң төмүрйол қурулушлириниму өз ичигә алидиғанлиқи, “ләнҗо-шинҗаң төмурйоли” ниң җиң-алатав арисидики 2-линийәсидиму иш башлинип болғанлиқи ейтилған.
Хитай таратқулириниң хәвәрләрдә, хитай даирилириниң райондики чоң көләмлик қурулуш түрлириниң сүритини тезлитиштә вә муддәттин бурун иш башлашта қандақ амилларни көздә тутуватқанлиқи, униң немә үчүн бундақ алдирайдиғанлиқи тилға елинмиған.
Әмма вәзийәттин хәвәрдар чәт әлдики көзәткүчиләрниң ейтишичә, буниңға хәлқара вәзийәт, хитайниң “бир балвағ бир йол” қурулуши, уйғур районини тезрақ хитайлаштуруп, бу районни хитайниң ишләпчиқириш, йеза-игилик, ениргийә вә хам әшя базисиға айландуруш тәқәззаси сәвәб болмақта икән. “шихуа тори” ниң хәвиридә қәйт қилишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң 2023-йиллиқ хизмәт доклатида, районниң бу йиллиқ иқтисадий, иҗтимаий тәрәққият мөлчәрдики асаслиқ нишани омуми ишләпчиқириш миқтарини тәхминән 7 пирсәттин ашуруш, бәлгилик көләмдин ешип кәткән санаәтләрниң омумий ишләпчиқириш миқдарини тәхминән 9 пирсәнткә йәткүзүш оттуриға қоюлған. Хитайниң өткән йилқи омумий ишләпчиқириш миқдари 3 пирсәнткә чүшүп қалған әһвалда, уйғур райониниң бу йиллиқ омумий ишләпчиқиришини қандақ қилип 7 пирсәнткә, бәзи саһәләрдә 9 пирсәнткә йәткүзүши диққәт қозғимақта.