Вирусқа четишлиқ хитай әмәлдарлирини җазалаш қанун лайиһәси тонуштурулди

Мухбиримиз әзиз
2020.04.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка кеңәш палатасиниң әзаси тед круз бүгүн өзиниң тор бетидә баянат елан қилип, пат йеқинда “хитайдики теббий учурлар сүзгүчи вә йошуруш қилмишиға хатимә берәйли 2020” темисидики қанун лайиһәсини оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди.

Тед крузниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң вирус һәққидики барлиқ учур вә мәлуматларға қатму-қат сүзгүч селиши түпәйлидин ташқи дуня бу һәқтики нурғун һәқиқий әһвалдин хәвәрсиз қалған. Хитайниң мушу йосунда учурларни сүзгүчтин өткүзүши сәвәблик у җайдики зулумлар, сиясий зиянкәшлик, җүмлидин уйғурларниң бастурулуватқанлиқи қатарлиқ нурғун дәпсәндичилик қилмишлириму қараңғу һаләттә қалған.

Баянатта тед круз “хитайниң учурларни сүзгүчтин өткүзүш һәмдә ташқи дунядин йошуруш қилмиши хитайдики инсанларғила әмәс, һазир пүткүл дуняға бир зор хәтәрни елип келиватиду. Әмди буни чәкләшниң вақти кәлди,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.