Рик гренел: хитай америка үчүн росийәдинму чоң тәһдит
2020.12.23
Америка дөләтлик истихбарат идарисиниң сабиқ мувәққәт директори рик гренел хитайни америка үчүн росийәдинму чоң тәһдит, дәп көрсәткән. Фокс теливизийәсиниң 23-декабир хәвәр қилишичә, у бу теливизийәниң зияритини қобул қилғанда мундақ дегән: “хитай росийәгә қариғанда техиму чоң тәһдит, чүнки улар америкадики сода, илим-пән вә амма үчүн бир киризисқа айланди.”
Рик гренел сөзидә йәнә “бу дегәнлик росийәни мәсилә дәп қарашниң һаҗити йоқ, дегәнлик әмәс. Уларму бир мәсилә. Улар хаккерлиқ һуҗумлири вә биз тәшвиқат дәп атайдиған хата учурларниң җавабкари” дегән. У америкада амма давамлиқ һалда росийә һәққидә агаһландурулуп кәлгән болсиму, бирақ хитай тоғрисида америкалиқларниң қаймуқтурулғанлиқини ейтқан.
У мундақ дегән: “америкада узундин буян аммиға хитай билән болған алақимиз үнүм бериватиду, дейилди. Мәсилә мана бу йәрдә. Нәтиҗидә америкалиқлар хитайдин келидиған тәһдит мәсилисдә бошишип униңға сәл қариди. . . Хитай б д т да бизни контрол қиливалди, улар хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзаси, әмма улар тәрәққий қиливатқан дөләтләр билән бирлишип б д т тәрәққий қиливатқан дөләтләргә пул беридиған бир сиясәтни түзди, униңға өзи рәһбәрлик қилди. Қарисиңиз бу сиясәттин әң чоң пайдини алидиғанлар йәнә шулар өзи. Әмәлийәттә биз өзимиз уларниң америка аммисини вә хәлқара җәмийәтни алдам халтисиға чүшүрүшигә йол қойдуқ.”