Америка һөкүмити йәнә 4 хитай ахбарат оргининиң америкадики һәрикитини чәкләшкә тәйярланмақта

Мухбиримиз ирадә
2020.06.04

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка һөкүмити йәнә аз дегәндә 4 хитай ахбарат васитисини “чәтәл вакаләтханиси” қилип бекитиш арқилиқ уларниң америка туприқидики һәрикитигә чәклимә қоюшни көзлимәктикән.

Америка ташқи ишлар министирлиқидики әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң ейтишичә, бу қетим “чәтәл вакаләтханиси” тизимликигә елинидиған орунлар хитайниң әң чоң дөләт телевизийиси болған мәркизи телевизийә истансиси- “CCTV” қанили вә шундақла хитайниң иккинчи чоң ахбарат агентлиқи болған “хитай хәвәр агентлиқи” қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Буниң билән америка-хитай арисидики зиддийәтниң йәниму улғийидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Америка һөкүмити бу йил 2-айда хитайниң 5 хәвәр оргинини чәтәлләрниң америкада турушлуқ әлчиханилири билән охшаш дәриҗидә муамилә қилидиған “чәтәл дөләт вакаләтханиси” тизимликигә киргүзгән иди. Улар шинхуа агентлиқи, хитай йәршари телевизийә тори, йәни “CGTN” қанили, хитай хәлқара радийоси, “хитай күндилик хәвәрләр гезити” вә хитай компартийәсиниң орган гезити болған “хәлқ гезити” ниң инглизчә нусхиси болған “йәршари вақти гезити” қатарлиқлардин ибарәт.

Америка-хитай арисидики зиддийәт һазир күнсайин улғйип меңиватқан болуп, һәр күни дегүдәк йеңи қарарлар елинмақта. Америка һөкүмити йеқинда хитайниң уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә алақидар 9 ширкитини өз ичигә алған җәмий 33 хитай ширкити вә җәмийәтлирини қара тизимликкә алған иди.

Мәзкур қара тизимлик “америка муәссәсә тизимлики” дәпму атилидиған болуп, бу тизимликкә елинған ширкәтләр американиң юқири техникисини ишлитиш вә америка базарлириға мал киргүзүштә чәклимигә учрайду. Америка сода министирлиқи 3-июн чаршәнбә күни баянат берип алдинқи айда елан қилған 33 хитай ширкити вә оргиниға қоюлидиған чәклимә қарариниң 5-июн җүмә күнидин башлап рәсмий йолға қоюлидиғанлиқини җакарлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.