Уйғур тебабәтчилики алий техникоми оқуғучилири ачлиқ елан қилған

Мухбиримиз җүмә
2013.11.06
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Мәлум болушичә, хотәндики уйғур тебабәтчилики алий техникоми оқуғучилири даириләрниң баш кийимини чәкләш қарариға қаршилиқ көрситип, ачлиқ елан қилған. Ачлиқ елан қилғучиларға чарә көрүлгән.

Әһвал мәлум қилғучи 4-ноябир бу һәқтә “уйғурбиз” ториға учур йоллиған.

“уйғурбиз” ниң хәвәр қилишичә, мәктәп даирилири баш кийими кийип дәрскә қатнашқан бир қисим оқуғучиларни җазалиған.

Даириләр йәнә “мәктәп ичидә яғлиқ артишқа болмайду” намлиқ бир бәлгилимә чиқарған.

Баш кийими кийгән оқуғучилар товинамә йезишқа вә товинамисини пүтүн мәктәп оқуғучилири алида оқушқа мәҗбурланған. Бәзи оқуғучилар өзини тәкшүрүветип йиғлап кәткән.

Хәвәргә қариғанда, буниңдин ғәзәпләнгән бир қисим оқуғучилар мәктәп бинаси алдиға җим олтурувелип, ачлиқ елан қилған. Ашханилар тамақлирини төкүшкә мәҗбур болған. Ачлиқ елан қилғучиларниң йетәкчилиригә чарә көргән.

Һалбуки, ачлиқ елан қилишниң қачан йүз бәргәнлики, қанчилик давам қилғанлиқи вә һәрикәт йетәкчилиригә қандақ чарә көрүлгәнлики һазирчә ениқ әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.